Ләй чиңде: “хитайниң тәйвәнгә һуҗум қилиштики ғәризи земин пүтүнлүки әмәс”
2024.09.03
Тәйвән пирезиденти ләй чиңде 9-айниң 1-күни тәйвән телевизийәсиниң мәхсус зияритини қобул қилғанда сөз қилип, хитайниң тәйвәнни елиштики әсли мәқситиниң хитай земинини бирликкә кәлтүрүш әмәс, бәлки дуня тәртипини өзгәртиш икәнликини билдүргән.
Бу һәқтә иҗтимаий алақә тори X да тарқалған бир видийода ләй чиңди риясәтчиниң соалиға җаваб берип, “демократийә тәйвәндә йилтиз тартип гүлләнди. Тәйвәнликләр барлиққа кәлтүргән демократийәни хитай һөкүмити өзлиригә хирис дәп қаривалмаслиқи керәк. Хитайниң тәйвәнни бесивелиштики қәсти мән ләй чиңди яки мәлум бир партийә әмәс, хитайни бирликкә кәлтүрүш үчүнму әмәс, әгәр хитайниң мәқсити земин пүтүнлүки болидиған болса, немишқа һазир русийә аҗизлашқан пурсәттә, әйни вақитта русийә игиливалған земинни қайтурувалмайду. Хитайниң тәйвәнгә һуҗум қилмақчи болушидики ғәризи хәлқара низам асасидики дуня тәртипини өзгәртиш, өзиниң дуняға һаким болуш мәқситини әмәлгә ашуруш” дегән.
Ләй чиңде йәнә тәкитләп: “хитай әгәр тәйвәннила елишни көзлигән болса, җәнуби деңизда һәрбий кеңәймичилик қилип немә қилиду, русийә билән бирләшмә һәрбий маневир өткүзүп немә қилиду, шуңа хитайниң ғәризи наһайити ениқ” дегән.
2022-Йил 9-айда америка мәркизий истихбарат идарисиниң муавин башлиқи давид коһин (David Cohen) ши җинпиңниң хитай армийәсигә 2027-йилдин аввал тәйвәнгә һуҗум қилишқа тәйярлинишқа буйруқ бәргәнликини ашкарилиғаниди.