Президент сәй йиңвен: хитай хата үмидтә болмисун, тәйвән бесимға баш әгмәйду

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2016.10.05

Бүгүн америкиниң вал стрет журнилиниң зияритини қобул қилған тәйвән президенти сәй йиңвен хитай даирилирини тәйвәнни бесимға баш егиду дәп хата чүшәнчә вә үмидтә болмаслиққа чақирған. Вал стретниң хәвиридә баян қилинишичә, сәй йиңвен һакимийәт бешиға чиққандин кейин, хитай даирилири тәйвәнни хәлқара сәһнидин сиқип чиқириш урунушини күчләндүргән. Хитайниң җәнубий деңиз араллири мәсилисидики хәлқаралиқ йиғинда тәйвәнгә орун бәрмигәнлики вә йеқинда йәнә тәйвәнниң хәлқара авиатсийә тәшкилатиға қетилишиға тосқунлуқ қилғанлиқиға қарита наразилиқ билдүргән сәй йиңвен, тәйвәнниң мустәқил бир демократик дөләт икәнликини әскәртип, тәйвәндә һәрқандақ бир һакимийәтниң хәлқниң ирадисигә хилап иш қилалмайдиғанлиқини тәкитлигән вә бу арқилиқ хитайниң тәйвән тәрәпкә теңиватқан бир җуңго принсипиниң қобул қилинмайдиғанлиқини билдүргән.

Сәй йиңвен бүгүнки сөзидә йәнә, икки тәрәп арисидики мәвҗут мәсилиләрни һәл қилиш үчүн хитай дөләт рәиси ши җинпиң билән көрүшүшни халайдиғанлиқини, әмма хитай тәрәпниң бу көрүшүш үчүн һәрқандақ бир алдинқи шәрт қошмаслиқи керәкликини ейтқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.