Тәйвән пирезиденти хитайниң “қошувелиш” иға қарши туридиғанлиқини җакарлиди

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2024.10.10

Тәйвән пирезиденти вилям ләй (ләй чиңде) бу йилниң бешида вәзипигә олтурғандин буянқи тәйвән хәлқигә сөзлигән әң чоң аммиви нутқида тәйвәнниң өзини өзи идарә қилиштәк орнини қоғдайдиғанлиқи тоғрисида вәдә бәргән.

Б б с (BBC) 10-өктәбирдики хәвиригә асасланғанда, вилям ләй хитайниң тәйвән тоғрисидики тәшәббусини тилға елип, “қошувелишқа вә тәйвәнниң игилик һоқуқиға дәхли-тәруз қилишқа қарши туруш һәққидики вәдәмгә қәтий әмәл қилимән” дегән. Шуниң билән бир вақитта у “тәйвән боғузиниң тинчлиқи вә муқимлиқи” ни сақлашқа вәдә бәргән һәмдә хитай билән килимат өзгириши, юқумлуқ кесәлликләргә қарши туруш вә район бихәтәрликини қоғдаш қатарлиқ мәсилиләрдә һәмкарлишидиғанлиқини ейтқан.

Коммунистик хитай дөләт қурулғанлиқиниң 75 йиллиқини тәбрикләп тоққуз күндин кейин, вилям ләй тәйбейда аммиға сөз қилип, тәйвәнниң дөләт байримини тәбриклигән. У мундақ дегән: “хитай җумһурийити билән хитай хәлқ җумһурийити бир-бирини башқурмайду. Бу земинда (тәйвәндә) демократийә вә әркинлик җуш уруп раваҗлиниватиду, хитай хәлқ җумһурийитиниң тәйвәнгә вәкиллик қилиш һоқуқи йоқ!”

Дөләтлик тәйвән университетиниң сиясәтшунаси лев начман (Lev Nachman) вилям ләйниң бу нутқини униң йеқинқи нутуқлириға қариғанда техиму юмшақ, дәп қарайду. У бу һәқтә мундақ дегән: “вилям ләйниң бу қетимқи сөзлири униң йеқинқи нутуқлириға қариғанда техиму юмшақ болсиму, хитай һөкүмити йәнила униңдин баһанә-сәвәбләр тапиду. Шуңа кәлгүси бир нәччә күндә хитайниң буниңға қарита һәрбий маневир шәклидә техиму күчлүк инкас қайтуруш еһтимали бар”.

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси вилям ләйниң сөзигә җавабән “бу сөзләр ләй чиңдениң тәйвән мустәқиллиқи мәсилисидики җаһил мәйданини ашкарилиди” дегән. Шуниңдәк униң сөзлирини “сиясий мәнпәәт үчүн тәйвән боғузидики җиддийликни күчәйтивәтти” дәп тәнқид қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.