Тәйвән парламенти хитайниң уйғурларға йүргүзиватқан зулумлирини ирқий қирғинчилиқ дәп тонуған
2022.12.30
Тәйвән парламенти 30-декабир күни биләт ташлап, хитай һөкүмитиниң уйғурларға тутқан муамилисини “ирқий қирғинчилиқ” дәп тонуған. Буниң билән тәйвән хитайниң һәркитини ирқий қирғинчилиқ яки инсанийәткә қарши җинайәт, дәп тонуған ғәрб парламентлириниң сепиға қошулған. Һазирға қәдәр америка һөкүмити вә дөләт мәҗлиси, канада, әнгилийә, белгийә, голландийә, франсийә, чехйә, летва қатарлиқ нурғун дөләтләрниң парламентлири хитайниң уйғурларға йүргүзиватқан бастуруш сияситини ирқий қирғинчилиқ яки инсанийәткә қарши җинайәт, дәп бекиткән иди.
Тәйвән парламенти кишилик һоқуқ комитетиниң баш катипи, 1989-йилидики тйәнәнмен оқуғучилар һәркитиниң рәһбири өркәш дөләтниң билдүрүшичә, тәйвән парламенти парламент кишилик һоқуқ комитетиниң түркиси вә комитет рәиси ваң диңйүниң тәклип лайиһәси сунуши билән 30-декабир биләт ташлап, хитай һөкүмитиниң “шинҗаңда кишилик һоқуққа еғир бузғунчилиқ қилғанлиқи”, униң һәркити “ирқий қирғинчилиқ тәшкил қилидиғанлиқи” ни қарар қилған. Қарар лайиһәсидә йәнә хитай һөкүмитиниң әйиблиниши вә униңға қарита имбарго йүргүзүлүши керәклики, шундақла тәйвәнниң уйғур хәлқидин һал сорайдиғанлиқи тәкитләнгән.
Мәлум болушичә, тәйвән парламентиниң қарари уйғур лагер шаһити миһригүл турсунниң лагердики кәчмишилири асасида йезилған “барса кәлмәс йәр” намлиқ китаб тәйвәндә хитайчиға тәрҗимә қилинип нәшр қилинған бир вақитта, мақулланған. Тәйвән парламенти кишилик һоқуқ комитетиниң рәиси ваң диңйү 30-декабир бу китабниң нәшр қилиниш мунасивити билән ахбарат йиғини өткүзүп, тәйвән парламентиниң қарарини елан қилған.
Өркәш дөләтниң ейтишичә, ваң диңйүниң тәйвән парламентиға сунған тәклип лайиһәсини 14 нәпәр парламент әзаси қоллап имза қойған болуп, тәйвән парламентида һечқандақ қаршилиққа учримиған.