Талибанниң афғанистанни контрол қилиши дуняниң диққәт нуқтисиға айланди
2021.08.16
2021-Йили 8-айниң 16-күни талибан әзалириниң афғанистан президенти дөләттин чиқип кәткәндин кейин кабулдики президент ордисини контрол қиливатқанлиқи көрситилди.
Талибан күчлири 15-авғуст күни кабулға кирип, президент сарийини игиләп, афғанистандики урушниң ахирлашқанлиқини, талибанниң афғанистанни толуқ контрол қилғанлиқини җакарлиған. Бу хәвәр тезликтә тарқилип, пүтүн дуняниң қиззиқ нуқтисиға айланған.
CNN Ториниң хәвиригә қариғанда, афғанистан һөкүмитиниң сабиқ президенти әшрәф ғәни 15-авғуст күни таҗикистанға қечип кәткән. Афғанистанниң мувәққәт дөләт мудапийә министири, генрал бисмилла муһәммәд шу күни тивиттерға учур йоллап, қачқун президентни әйибләп: “улар қолимизни кәйнигә бағлап қойди, дөлитимизни сетивәтти, ашу өлгүр байлар вә униң (президентниң) шериклиригә ләнәт болсун!” дегән.
Президент җов байден вә американиң алий дәриҗилик һөкүмәт әмәлдарлири афғанистан һөкүмәт армийәси билән һөкүмәтниң бунчә тез вәйран болушидин һәйран қалғанлиқини билдүргән вә бу ақивәтни мөлчәрлийәлмигәнликини етирап қилған. Америка ташқий ишлар министири антони билинкинCNN мухбириға қилған сөзидә, афғанистан һөкүмәт армийәсиниң бу дөләтни қоғдиялмиғанлиқини билдүргән. Америка һөкүмити йәкшәнбә күни кабулдики әлчиханисини тақап, хадимлирини кабулдин қайтуруп келиш ишлири билән алдираш болуп кәткән.
CNN Қатарлиқ көплигән таратқуларниң бирдәк хәвәр қилишичә, америка армийәсиниң афғанистандин чекиниши талибанниң афғанистан бихәтәрлик қисимлирини мәғлуб қилишиға йол ечип бәргән болуп, нурғун шәһәрләр һечқандақ қаршилиқ билдүрмәйла талибанниң қолиға чүшкән, буниң ичидә талибан 15-авғуст күни көп җәң қилмайла игилигән җалалабад қатарлиқ чоң шәһәрләрму бар икән.
15-Авғуст күни америка шитаб башлиқлири бирләшмә йиғинида генрал марк миллей вәзийәттин доклат берип: “талибанларниң афғанистанни тез сүрәттә контрол қилиши түпәйлидин, әл-қаидә террорлуқ тәшкилатиниң афғанистанда қайта тәшкиллиниш пурсити мөлчәримиздикидин икки йил алдиға сүрүлүп кәтти,” дегән.
Афғанистан дөлитиниң талибанниң қолиға өтүши дуняда йәнә әндишә яратқан болуп, сиясий көзәтчиләр “әгәр улар алдинқи әсирниң 90-йиллиридикигә охшаш радикал ислам шәриити йүргүзсә, афғанистан пуқралириниң әркинлики, аяллар вә балиларниң һоқуқи еғир тәһдиткә учрайду,” дәп қаримақта икән.
Талибанниң сиясий рәһбири молла абдулғәни бурадәр 28-июл күни хитай ташқий ишлар министири ваң йи билән тйәнҗиндә көрүшкәндә, ваң йи американиң афғанистан сияситиниң мәғлуб болғанлиқини тилған алған һәмдә афғанистанниң бу районда иқтисад вә бихәтәрликни сақлаш җәһәттә чоң рол ойнайдиғанлиқини билдүргәниди. Талибан тез сүрәттә афғанистанни контрол қиливалғандин кейин, хитай һөкүмитиниң пат арида талибан һөкүмитини рәсмий етирап қилиши вә дипломатик мунасивәт орнитиши пәрәз қилинмақта икән.









