Талибан: “хитай бизниң йол хетимиз”
2021.09.02
Талибанлар афғанистанда һакимийәтни өткүзүвелип икки һәптидин кейин, йеңи һөкүмәтниң қурулмисини елан қилған. Йеңидин қурулған талибанлар һөкүмитиниң баянатчиси 2-сентәбир күни иҗтимаий таратқуларда хәвәр берип, пат йеқинда кабулдики президент мәһкимисидә йеңидин тәшкилләнгән талибанлар һөкүмитиниң қурулуш мурасими өткүзүлидиғанлиқи вә буниң тәйярлиқ хизмәтлириниң җиддий давам қиливатқанлиқини уқтурған.
“гирманийә авази” ториниң хәвиригә асасланғанда, америка башчилиқидики ғәрб дөләтлириниң әскәрлири афғанистандин чекингәндин кейин, афғанистан иқтисадий җәһәттин җиддий ярдәмгә муһтаҗ болмақтикән. Шу сәвәбтин талибанлар хитайниң афғанистанға мәбләғ селишни толиму үмд қилидикән.
Талибанларниң баянатчиси сәбиулла муҗаһид италийә “җумһурийәт” гезитиниң зияритини қобул қилғанда мундақ дегән: “хитай бизниң әң муһим иттипақдишимиз. Хитай дөлитимизни қайта қуруп чиқишта бизгә мәбләғ селишни халайду. Бу биз үчүн интайин муһим вә адәттин ташқири яхши пурсәт”. У йәнә талибанларниң хитайниң дунядики тәсирини кеңәйтишни мәқсәт қилған “бир бәлбағ бир йол” қурулушиға интайин қизиқидиғанлиқини билдүргән.
У йәнә мундақ дегән: “афғанистанда мис записи итайин мол. Биз хитайниң ярдәми вә мәбләғ селиши билән билән йәр асти байлиқлирини қизип чиқирип базарға йүзләндүримиз. Мундақчә ейтқанда, хитай бизниң дуня базириға кириштики йол хетимиздур.”