Талибанлар баянатчиси: “ш т и һ ниң нурғун әзалири афғанистандин айрилди”
2021.09.10
Афғанистан талибанлириниң баянатчиси суһәйил шаһин “шәрқи түркистан ислам һәркити” ниң нурғун әзлириниң афғанистандин айрилғанлиқи, улардин қелип қалғанлириниң афғанистандики һәрқандақ җайда турушиға йол қоюлмайғанлиқини билдүргән. Суһәйил шаһин бу сөзләрни 8-сентәбир хитайниң “йәр шари вақти” гезитигә ейтқан болуп, у буниңдин бурунму талибанларниң уйғур қораллиқлириға афғанистанда йол қоймайдиғанлиқини билдүргән.
Суһәйил шаһин 8-сентәбир афғанистанға қошна пакистан, таҗикистан, иран, өзбекистан, түркмәнистан вә хитай қатарлиқ дөләтләр ташқий ишлар министирлириниң екран йиғини өткүзүлгән, йиғинда хитай ташқий ишлар министири ваң йи афғанистанға 31 милйон долларлиқ ярдәм буюми беридиғанлиқини елан қилған күни “йәр шари вақти” гезитиниң зияритини қобул қилған.
У мундақ дегән: “шәрқий түркистан ислам һәркитиниң нурғун әзалири афғанистандин айрилди. Чүнки талибан уларни қәтий агаһландурған, қелип қалғанлиридин һәрқандақ бирсиниң афғанистандики һәрқандақ бир җайда турушиға йол қоюлмайду.”
Лекин америкадики “һәптилик хәвәрләр” жорнилиниң билдүрүшичә, хитай талибанға уйғур қораллиқлирини бастуруш тоғрисида бесим ишлитиватқан бир пәйттә, “түркситан ислам партийәси” баянат елан қилип, “американиң афғанистандин чекинишини хитайға тақабил турушниң пурсити” дәп қаримақта икән.
“һәптилик хәвәрләр” жорнилиниң 10-сентәбир бәргән хәвиридә, “түркистан ислам партийәси” ниң бир баянатчиси “америка күчлүк дөләт, униң өзигә хас истратегийәси бар, биз бүгүн америка һөкүмитиниң ғайәт зор иқтисадий зиянға учрап афғанистандики бу уруштин чекинишини дунядики пүтүн инсанийәт вә динларниң дүшмини болған хитайға қарши турушниң бир пурсити, дәп қараймиз,” дегән.









