Талибан һөкүмити хитай ташқи ишлар миниситири ваң йиға бихәтәрлик вәдиси бәргән

Мухбиримиз җәвлан
2022.03.25

Хитай ташқи ишлар минситири ваң йи пакистандики ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң йиғинини түгитипла, 24-март пәйшәнбә күни афғанистанға зиярәткә барған. Бу ваң йиниң талибанлар һоқуқ тутқандин буян афғанистанни тунҗи зиярәт қилиши һесаблинидикән.

France24 Ториниң хәвиридики мәлуматларға қариғанда, талибан һөкүмитиниң муавин баш миниситири абдулғәни бәрадәр билән ташқи ишлар минситири амирхан муттәқи афғанистанға зиярәткә кәлгән ваң йини қизғин қарши алған һәмдә униңға ишәнч берип, “хитай һөкүмити афғанистандин тамамән хатирҗәм болса болиду” дегән. Хитай һөкүмити келәр һәптә афғанистан билән “қошна дөләт йиғини” өткүзүп, талибан һөкүмитигә қандақ ярдәм бериш мәсилисини музакирә қилидикән.

Абдулғәни бәрадәр ишханисиниң баянатиға қариғанда, сөһбәттә уйғурлар конкрет тилға елинмиған. Әмма хитай һөкүмитиниң афғанистанға даир һәр қандақ әндишидин қутулушиға капаләтлик қилинидиғанлиқи билдүрүлгән. Талибанлар өткән йил 8-айда афғанистанда һакимийәт бешиға чиққандин кейин, “чәтәл террорчи күчлириниң афғанистан земинидин пайдилинип террорлуқ қилишиға йол қоймайдиғанлиқи” ни билдүрүп кәлгәниди.

Анализчиларниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити афғанистанни “бир бәлвағ бир йол” линийәсидики муһим түгүн, хам әшя базиси дәп қарайдикән; талибанларму хитайни пакистан билән тутишидиған “иқтисад каридори” да афғанистанғиму зор мәнпәәт йәткүзидиған чоң дөләт, иқтисадий таянч дәп қарайдикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.