Хитай афғанистанниң талибан һөкүмитини “шараит пишшип йетилгәндә етирап қилимиз” дегән
2022.04.01
Хитай афғанистандики талибанларни “шараит пишшип йетилгәндә” афғанистанниң “қанунлиқ һөкүмити” дәп етирап қилидиғанлиқини билдүргән.
Хитайниң әнхуй өлкисидә өткүзүлгән афғанистан мәсилиси һәққидики икки күнлүк йиғинниң 31-март күни ахирлашқан йепилиш мурасимида хитай ташқий ишлар министири ваң сөз қилип, юқириқи нуқтини тәкитлигән. У афғанистанниң хәлқара җәмийәттин йәкләнмәслики керәкликини ейтқан. Хитай һазирға қәдәр талибанларни афғанистанниң “қанунлиқ һөкүмити” дәп етирап қилмиған болсиму, бирақ у талибанлар билән изчил қоюқ мунасивәтни сақлап кәлгән.
Ваң йиниң ейтишичә, талибан һөкүмити башқа дөләтләр билән болған мунасивәттә иҗабий характер ипадиләп кәлгән болсиму, бирақ қошна дөләтләр талибанларниң терорлуққа қарши туруш, етник гуруппилар ара яришиш, кәң қатламлиқ һөкүмәт һәмдә аяллар вә балиларниң һәқ-һоқуқини қоғдашта техиму көп илгирләш һасил қилишини күтидикән. Ваһаләнки, уйғур аяллириниң туғушини пиланлиқ вә системилиқ чәкләп, уйғур пәрзәнтлирини аилисидин айрип, ирқий қирғинчилиқ қилиш билән әйиблинип келиватқан хитай һөкүмити, талибанлар билән болған мунасивәттә изчил уйғурларниң афғанистанда паалийәт қилишини чәкләшни алдинқи шәрт қилип кәлгән.
Талибанларму афғанистанда хитайға қарши һәрикәтләргә йол қоймайдиғанлиқи һәққидә хитайға вәдә бәргән. Мәзкур йиғинда ваң йи йәнә талибан һөкүмитиниң “давамлиқ мәзмут қәдәм вә тоғра йөлинишкә қарап конкирет тиришчанлиқларни көрситиши” ни тәләп қилған. Афғанистан ташқий ишлар министири амир хан муттақи 31-март ваң йи билән көрүшкәндә, чәт әл күчлириниң афғанистандин пайдилинип башқа дөләтләргә қарши турушиға йол қоюлмайдиғанлиқини ейтқан. Русийә укринаға қораллиқ таҗавуз қилған бир вақитта өткүзүлгән бу йиғинға америка, русийә вәкиллириму қатнашқан.