Хитай талибанларға 31 милйон долларлиқ җиддий ярдәм буюми әвәтидиғанлиқини елан қилған

Мухбиримиз әркин
2021.09.09

Хитай афғанистандики талибанларға 31 милйон долларлиқ җиддий ярдәм буюми әвәтидиғанлиқини елан қилиш билән бир вақитта, талибанларниң “радикал күчләр” билән болған алақисини үзүшини тәләп қилған. “әл-җәзирә” қанилиниң хәвәр қилишичә, бейҗиңниң 31 милйон долларлиқ ярдәм буюми буғдай, дора, қишлиқ лавазимәтликләр вә бир қисим корона вируси ваксинилириниму өз ‍ичигә алидикән.

Хитай илгири талибанлар билән достлуқ орнитиши вә афғанистанға мәбләғ селиши талибанларниң “шәрқий түркистан ислам һәркити” ни қоллаш-қоллимаслиқи, униңға зәрбә бериш-бәрмәсликигә бағлиқ икәнликини билдүргән иди.

Мәлум болушичә, хитай ташқий ишлар министири ваң йи хитайниң талибанларға ярдәм бериш вәдисини 8-сентәбир өткүзүлгән иран, пакистан, таҗикистан, өзбекистан, түркмәнистан қатарлиқ афғанистанға қошна дөләтләр ташқий ишлар министирлириниң екран йиғинида елан қилған. У: “бәзи хәлқара күчләрниң сиясий, иқтисадий вә малийә вастилирини қоллинип, афғанистанда йеңи аваричилиқ яратмақчи” икәнликини ейтқан. Бирақ бу “хәлқара күчләр” ниң ким икәнликини тилға алмиған.

Йиғинда ваң йи талибанларни барлиқ “радикал күчләр” билән болған алақисини үзүшкә, уларни бастурушқа чақирип: “барлиқ тәрәпләр истихбарат алмаштуруш вә чеграни контрол қилишни күчәйтиши, афғанистандин кирмәкчи болған терорлиқ гуруһлирини тутуши вә йоқитиши керәк,” дегән. Ваң йи бу сөзләрни талибанлар йеңи һөкүмәт қурғанлиқини елан қилған бир вақитта ейтқан. Хитай йеңи қурулған талибан һөкүмитини қарши алидиғанлиқини елан қилған иди.

Талибанлар илгири хитайниң ичкий ишлириға арилашмайдиғанлиқи, һечқандақ бир тәшкилатниң афғанистанда хитайға қарши һәрикәт қилишиға йол қоймайдиғанлиқини билдүрүп, хитайни афғанистанниң қайта қурулушидики “асаслиқ шерики” дәп елан қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.