Хитай даирилири тарим дәрясиниң муһитини яхшилайдиғанлиқини давраң қилди

Мухбиримиз әзиз
2022.09.21

Уйғурлар үчүн “ана дәря” дәп қарилидиған тарим дәряси йеқинқи йилларда ғайәт зор көләмдә боз йәр ечиш түпәйлидин су миқдари зор дәриҗидә азийип кетиш қисмитигә дуч кәлгәниди. Йеқинда хитай һөкүмити өзлириниң “тарим дәрясини гүлләндүрүш” паалийитиниң бир қисми сүпитидә тарим дәрясиға бир милйонға йеқин сазаң белиқ қоюп бәргән.

“хитай хәвәр тори” ниң 20-сентәбирдики хәвиридә ейтилишичә, шу күни биңтуән 1-девизийәси арал шәһиридә “йәркән сазаң белиқини қоюп бериш паалийити” өткүзүп, үчинчи түркүмдики белиқ қоюп бериш паалийитини башлиған. Хәвәрдә ейтилишичә, өткән бирнәччә йилда тарим дәрясидики белиқ түри зор дәриҗидә қуруп кәткән болуп, бу тарим дәрясиниң екологийәлик тәңпуңлуқиға еғир тәсир көрсәткән.

Гәрчә тарим дәрясидики белиқ түриниң қуруп кетишидики сәвәбләр қатарида зиядә белиқ тутуш вә башқа чоң белиқларниң гөшхорлуқ тәбиити тилға елинған болсиму, сан җәһәттә тездин ешиватқан хитай көчмән аһалилириниң буниңдики бир муһим сәвәб икәнлики тәхмин қилиниватқанлиқи мәлум.

Әслидә пүтүнләй уйғурлар яшайдиған тарим вә йәркән дәрялириниң қошулидиған арал йезисида 1950-йиллардин башлап биңтүән қурулуп, хитай аһалилири йилдин йилға көп йәрлишип 2021-йили 430 миң нопусқа йәткән шәһәргә айланғанлиқи итай һөкүмити тәрипидин елан қилинғаниди.

Бу қетим сүний усулда тухумдин чиқирилған бир милйонға йеқин белиҗан қоюп бериш һәрикитини хитай һөкүмити тарим дәрясидики су җанлиқлирини қоғдаш һәрикити қатарида тәшвиқ қилған.

Биңтуән вә униңға қарашлиқ һәрқайси девизийәләр өткән йерим әсирдә тарим дәрясиниң екологийәлик муһитини еғир дәриҗидә вәйран қилған болуп, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши ишлигән “йери йоқниң җени йоқ” сәрләвһилик доклатта уларниң тарим дәрясини қайси дәриҗидә хараб қиливәткәнлики хитайниң атом синақлиридин қелишмайдиған зиянкәшлик икәнлики тәпсилий баян қилинғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.