Хитай нефит ширкити тарим ойманлиқидики нефит қудуқлириниң чоңқурлуқини 12 миң метирға йәткүзмәкчикән
2023.08.24
“хитай хәвәрләр тори” 24-авғуст күни тарқатқан бир хәвиридә, хитай даирилириниң тарим ойманлиқиниң чоңқур қатламлирида мол нефит вә тәбиий газ байлиқиниң сақланғанлиқини көздә тутуп, дәриҗидин ташқири чоңқур қезиш паалийәтлирини кәң қанат яйдуруватқанлиқини хәвәр қилған.
Хитай нефит вә тәбиий газ гуруһи (PetroChina) ниң тарим нефитлики ширкити һазир ақсу вилайити тәвәсидики тәклимакан қумлуқиниң бир бурҗикидә чоңқурлуқи 11 миң 100 метирни нишан қилған нефит қудуқини бурғилашни башлиған. Һазирғичә бу нефит қудуқиниң 5856 метирлиқ қисми қезилип болунған. Бу һазирғичә йәр шаридики нефитликләр ичидә чоңқурлуқи әң терән болған нефит қудуқи һесаблинидикән. Хәвәрдә көрситилишичә, хитай нефит ширкитиниң бундин кейинки нишани тарим ойманлиқида 12000 метирлиқ дәриҗидин ташқири чоңқур нефит қудуқлирини бурғилашқа қарап йүзлинидикән.
Хәвәрдә дейилишичә, тарим ойманлиқиниң чоңқур қатламлирида нефит вә тәбиий газ байлиқи интайин мол болуп, бу йәрдики 6000 метирдин чоңқур йәр қатлимиға көмүлгән нефит вә тәбиий газниң омумий миқдари хитайдики нефит вә тәбиий газ омумий миқдариниң айрим-айрим 83 пирсәнти вә 63 пирсәнтини игиләйдикән.
Игилишимизчә, тарим нефитликиниң һазирқи йиллиқ нефит ишләпчиқириши дәсләпки йиллардики 33 миң 900 тоннадин һазирқи 33 милйон 100 миң тоннаға йәткән. Хитай һөкүмити 2002-йили “ғәрбниң газини шәрққә йөткәш”, “ғәрбниң нефитини шәрққә йәткүзүш” тин ибарәт чоң қурулушини башлиған болуп, уйғур елидин ичкий хитайға тошулған тәбиий газ, хитайниң 15 өлкә-шәһәрлиридики 500 милйонға йеқин аһалиниң еһтияҗи тәминләнмәктикән. Һалбуки, хитай таратқулири уйғурларниң ана юртидин чиқиватқан шунчә көп тәбиий газниң 500 милйон хитайни беқиватқанлиқини тилға алмай, әксичә униң җәнубий уйғур районидики 8 милйон аһалиниң йеқилғу еһтияҗини тәминләватқанлиқи һәққидә давраң салмақта.
Һазир тарим ойманлиқида чоңқурлуқи 8000 метирдин ашидиған нефит қудуқлириниң сани 100 дин ашқан болуп, хитайниң уйғур районида нефит вә тәбиий газларни өз ичигә алған йәр асти байлиқлирини әсәбийлик билән қезиши, райондики муһитниң булғиниши вә башқа бир қатар екологийәлик мәсилиләрни кәлтүрүп чиқармақтикән. Хитайниң нөвәттә 12 миң метир чоңқурлуқтики нефит қудуқлирини қезишқа йүрүш қилишиниң кәлгүсидә тарим ойманлиқини өз ичигә алған йәр шариниң чоңқур қатламлириға қандақ геологийәлик ақивәтләрни елип келидиғанлиқи көзәткүчиләрниң диққитини қозғимақта.