Тарим нефитликиниң мәһсулат миқдари 30 милйон тоннидин ешип кәтти
2020.12.23
“хитайниң әң чоң енергийә амбири” дәп атиливатқан уйғур дияридики тарим нефитликидин 2020-йили җәми 30 милйон тонна нефит-газ вәзни қиммитидә нефт вә тәбиий газ қезивелинған болуп, буниң омуми қиммити 10 милярд америка доллири (65 милярд хитай соми)дин ашидикән. Бу хитайниң 2020-йили деңиздин қезивалған бир йиллиқ нефит миқдариниң йеримиға тоғра келидикән.
“хитай хәвәрлири” ториниң 22-декабирдики хәвиридә ейтилиишчә, хитай һөкүмитиниң нефит санаити “шәрқий қисимда муқимлиқ, ғәрбий қисимда тәрәққият” дегән истратегийә бойичә уйғур диярида нефит қезип кәлмәктә икән. Хәвәрдә ейтилишичә, тарим нефтликидин қезивелинған нефт-газ вәзни қиммити 2000-йили бәш милйон тонна болған болуп, өткән үч йилда йилиға бәш милйон тоннидин ешип маңған. 2035-Йилиға барғанда болса бу санниң 50 милйон тонниға йәткүзилидиғанлиқи нишан қилинмақта икән.
Гәрчә тарим нефитликидики нефт записи хитайниң қуруқлуқ нефт записиниң үчтин икки қисмини тәшкил қилсиму, анализчилар йәрлик уйғурларниң изчил хитайдики әң намрат турмуш сәвийисидә яшап кәлгәнликини тәнқидләп кәлмәктә икән. Йәнә бәзиләр болса хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастурушини “нефт байлиқиниң қолдин кетип қелишидин әндишә қилғанлиқ” дәп қаримақтикән.