Турпандин тепилған 1700 йиллиқ тариша пүтүк хитайниң әң дәсләпки тохтамлиридин бири дәп тәшвиқ қилинған

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2023.11.15

15-Ноябир күни, хитайчә “тәңритағ” ториниң чиқарған бир хәвиригә қариғанда, уйғур аптоном районлуқ музейниң “вей, җин, җәнуб вә шималий сулалиләр көргәзмә зали” да бир тариша пүтүн көргәзмә қилинған вә буниң “хитайниң бир қәдәр бурунқи заманида қоллинилған тохтам” икәнлики көрситилгән.

Хәвәрдә дейилишичә, миладийә 273-йилиға аит бу тариша пүтүк турпан астанидики 53-номурлуқ қәбридин қезивелинған болуп, узунлуқи 24. 5 Сантиметир, кәңлики 2. 4 Сантиметир келидикән; алди кәйнигә 3 қурдин 53 хитайчә хәт қара сияһта йезилған болуп, бир аялниң бир әрниң қолидин гуәнсәй (җәсәт сандуқи) сетивалғанлиқи вә буниңға бириниң гуваһчи болғанлиқи хатириләнгән. Бу мәзмунға асасән, буниң әслидә бир тохтам, һөҗҗәт икәнлики мәлум болған. Хәвәрдә йәнә, “бу дәврдә ғәрбий диярда аллиқачан қәғәз барлиққа кәлгән болсиму, у наһайити кәм болғачқа яғач асаслиқ язма материяли болған. Бу тариша пүтүк әң дәсләпки хитайчә йезилған тохтамлардин биридур” дейилгән.

Хитай тәшвиқатлирида, ғәрбий дияр, йәни бүгүнки шинҗаңниң ғәрбий хән дәвридин башлап хитайға қарам болғанлиқи бәзи тарихий һөҗҗәтләр арқилиқ бурмилап чүшәндүрүлгән болуп, йеқинқи йиллардин бери ши җинпиңниң “җуңхуа милләтлири ортақ еңини мустәһкәмләш” тәшәббусиниң түрткиси билән музейханилар, мәдәнийәт орунлири вә тәшвиқат аппаратлири пүтүн күчи билән буниңға маслишип, хитайға аит ядикарлиқ вә буюмларни испат сүпитидә тәшвиқ қилип кәлмәктә. Бу хәвәрдә дейилгән вей, җин, җәнуб вә шималий сулалиләр дәври хитайниң әң парчиланған, малиманчилиқ дәври болуп, ичкири хитайдин қечип кәлгән хитайларниң уйғур дияриға келиш еһтималини нәзәрдин сақит қилишқа болмайдиғанлиқи өзлүкидин мәлум. Германийәдики тәтқиқатчи абләт сәмәтниң қаришичә, өз вақтида уйғур дияриға сода қилип кәлгән яки йолдин өткән хитайларниң қалдуруп кәткән бәзи нәрсилиригә қарапла, бу районни хитайниң бир қисми болған дәп қарашқа болмайдикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.