Хитай һөкүмити уйғур елидики археологийәлик қезилмиларни “дөләт мәнпәәти” үчүн бурмилап шәрһийлимәктә

Мухбиримиз ирадә
2022.03.03

Хитай һөкүмити йеқиндин буян өзиниң тәшвиқат аппаратлирини ишқа селип, уйғур елиниң һәр бир тарихий басқучлирини хитайға бағлап чүшәндүрүшкә, һәтта уйғур елидин қезивелинған археологийәлик тепилмиларни аталмиш “дөләт мәнпәәти” үчүн бурмилап, шәрһийләшкә башлиған.

“хитай хәвәрләр тори” йеқинда бу тоғрилиқ бир синлиқ хәвәр тарқатқан. Хәвәрдә дейилишичә, шинҗаң мәдәнийәт ядикарлиқлири вә археологийә институти билән байинғолин моңғул аптоном областлиқ мәдәнийәт музейи бирликтә корла тәвәсидики қәдимки қәбриләрни қезиш җәрянида, аталмиш “җәнго дәври”, йәни хитай тарихидики “урушқақ бәгликләр дәври” гә аит 40 нәччә мәдәнийәт ядикарлиқлирини байқиғанлиқини илгири сүргән.

Бу синлиқ хәвәрдә, қәдимки қәбриләрни механик мәшғулат билән қезиш җәрянида сапал буюмлар, мис әйнәк вә таштин ясалған җабдуқларни өз ичигә алған 40 нәччә парчә қәдимки ядикарлиқниң байқалғанлиқи, бу қәдимки қәбристанлиқниң корла шәһириниң ғәрбий-җәнубидики шәһәр районидин анчә йирақ болмиған җайда икәнлики қәйт қилинған.

Бу қетимлиқ археологийәлик қезишқа қатнашқан аталмиш хитай мутәхәсислири, мәзкур син филимида корла районидин қезивелинған қәдимки тепилмиларни хитай тарихидики “җәнго”, йәни “урушқақ бәгликләр” дәвригә бағлап чүшәндүргән. Улар, корладин тепилған бу археологийәлик қезилмиларниң услубида аталмиш “җәнго дәври” дики хитай мәдәнийитигә хас амилларниң әкс әткәнликини, буниңдин “шинҗаңниң йирақ тарихтин буян һәм әзәлдин хитай мәдәнийитиниң чоңқур тәсиригә учрап кәлгән бир район икәнлики” тоғрилиқ лап урған.

Мәлумки, хитай һөкүмити узун йиллардин буян өзиниң тәшвиқат аппаратлириға тайинип, уйғур райониниң “хән сулалисидин тартип хитайниң бир қисми” болуп кәлгәнлики һәққидә җар салмақта. Бу қетим хитайниң уйғур райони билән хитай оттура түзләңлики оттурисидики аталмиш “тарихий бағлиниши” ни һәтта хән сулалисидин илгирики “җәнго дәври” гә бағлап чүшәндүрүши, чәт әлләрдики тарих мутәхәсислириниң диққитини қозғимақта. Улар, хитай һөкүмитиниң нөвәттә археологийәдин ибарәт кәскин пакит вә дәлил-испат тәләп қилидиған бу илмий саһәни өзиниң “сиясий тәшвиқати” үчүн хизмәт қилдурушқа өткәнликини тәнқид қилмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.