Хитай даирилири уйғур дияридики 10 миң деһқан-чарвичини туралғу җайлиридин йөткәп орунлаштурмақчикән

Мухбиримиз сада
2019.05.08

Хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики 10 миң деһқан-чарвичини шәхсий туралғу җайлиридин бина өйләргә йөткәп орунлаштурмақчи болуватқанлиқи ашкариланди.

“шинҗаң гезити” ниң 8-майдики хәвәрлиридин мәлум болушичә, уйғур аптоном районлуқ тәрәққият-ислаһат комитети һәр дәриҗилик органларға бина өй қурулушини раваҗландуруп, чәт йеза-қишлақлардики деһқан-чарвичиларни йөткәп орунлаштуруш һәмдә кона өй вә мәһәллиләрни чеқиш хизмитини күчәйтиш һәққидә буйруқ чүшүргән. Бу қетимқи пиланда 10 миң кишиниң бина өйләргә йөткәп орунлаштурулуши пиланланған, әмма уларниң миллити, йөткимәкчи болған җай һәққидә һечқандақ изаһат берилмигән.

Нөвәттә уйғур диярида 800 миңдин икки милйонғичә уйғур хитайниң җаза лагерлирида қийин-қистаққа елиниватқан бир мәзгилдә хитай даирилириниң йеза-қишлақлардики деһқан-чарвичиларни өз йеридин йөткәп, уларниң яшаш муһитини өзгәртиш пилани диққәт қозғимақта.

Көзәткүчиләр хитай һөкүмитиниң районда кишиләрниң туралғу муһитини өзгәртиш арқилиқ йәрлик милләтләрни, болупму уйғурларни толуқ ассимилятсийә қилишни тезләштүрмәкчи болуватқанлиқини тәхмин қилмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.