Хитай һөкүмитиниң йезилардики уйғурларни көчүрүш хизмити изчил давам қилмақта

Һәрқайси ахбарат васитилири йиллардин буян хитай һөкүмитиниң қәшқәр, үрүмчи қатарлиқ җайлардики “конашәһәр районини хәтәрлик әһвалдин сақлап қелиш” намида чеқип ташлаш һәмдә бу җайлардики уйғур нопусини бина өйләр райониға көчүрүш һәрикитини “уйғурларни топлап контрол қилишқа асанлиқ яритиш урунуши” дәп тәнқидләп кәлгән иди.

Һәрқайси ахбарат васитилири йиллардин буян хитай һөкүмитиниң қәшқәр, үрүмчи қатарлиқ җайлардики “конашәһәр районини хәтәрлик әһвалдин сақлап қелиш” намида чеқип ташлаш һәмдә бу җайлардики уйғур нопусини бина өйләр райониға көчүрүш һәрикитини “уйғурларни топлап контрол қилишқа асанлиқ яритиш урунуши” дәп тәнқидләп кәлгән иди. Йеқинда уйғур дияриниң һәрқайсий җайлиридики йеза-қишлақ аһалилирини аталмиш “бихәтәр өй” ләргә көчүрүш хизмитиниң буниңдики йеңи мәзмунлардин болуп қалидиғанлиқи мәлум болмақта.

Хитай һөкүмитиниң канийи болған шинхуа агентлиқиниң 30-июндики хәвиридә ейтилишичә, хитай мәркизий һөкүмити 2019-йилиға қарита икки милярд сомдин көпрәк мәбләғ аҗритип “йезилардики бихәтәр өйләр қурулушиға қошумчә ярдәм пули қилип ишлитиш” ни бәлгилигән. Хәвәрдә бу мәбләғниң ишлитилиши һәққидә тохтилип “шинҗаңдики һәрқайси намрат наһийә вә шәһәрләргә йәткүзүлиду,” дейилиду. Шундақла бу мәбләғ арқилиқ һәрқайси җайлардики йеза-қишлақ аһалисиниң йеңидин селинған аталмиш “бихәтәр өй” ләргә көчүрүлидиғанлиқи қәйт қилинған.

Хәвәрләрдин мәлум болушичә, бу хил аһалә көчүрүш башланған бир қисим тағлиқ районларда дәсләп шу җайдики йәрлик аһалә наһийә яки шәһәргә йеқин җайлардики “бихәтәр өй” ләргә көчүрүлгән. Уларниң ана маканлири болса хитайлар башқурушидики саяһәт ширкәтлириниң “арамгаһ” нуқтилириға айландурулған. Сүний бәрпа қилинған бу хил саяһәт нуқтилири өз нөвитидә шу җайларниң муһит мәсилисигә көплигән иккиләмчи мәсилиләрни елип кәлгәнлики һәққидиму көплигән язмилар оттуриға чиққан иди.

Нөвәттики йеза-қишлақ аһалисини “бихәтәр өй” ләргә көчүрүш хизмити һәққидә пикир қилған анализчилар “бу рошәнки уйғурларни тез сүрәттә ассимилятсийә қилишниң йәнә бир усули,” деди.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org