Тайландтики 48 уйғурни қутулдуруш үчүн аммиви “һәрикәт тори” му паалийәт башлиған

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2025.01.24

Америка вә канадани асас қилип қурулған “һәрикәт тори” (Action Network) йеқинда, тайландтин хитайға қайтурулуш хәвпигә дуч кәлгән 48 уйғурни қутқузуш үчүн чақириқ елан қилған.

“хитайға қайтурулуш алдида турған уйғурларни җиддий қутқузайли” намлиқ бу чақириқта, һәр қайси дөләтләрдә яшаватқан кишиләрниң шу дөләт әзалириниң парламентиға хәт йезип, тайландтики уйғурларни хитайға қайтурмаслиққа чақириши тәләп қилинған.

Чақириқта мундақ дейилгән: “америка бирләшмә агентлиқиниң әң йеңи хәвиридин мәлум болушичә, хитай һазир тайланд һөкүмитигә бесим қилип уйғурларни қайтуруп беришини тәләп қиливатиду, чүнки улар америка һөкүмити нөвәт алмашқан бу пәйттә хәлқара қаршилиқтин сақлинидиған йочуқ издәватиду. Биз хәлқара җәмийәтниң бу ишқа дәрһал арилишип, инсанларни дунядики мустәбит һакимийәтләрниң алдиға ташлап қойидиған хәтәрлик ишларниң алдини елишини қәтий тәләп қилимиз”.

Мухбиримизниң игилишичә, тайландта тутуп турулуватқан 48 нәпәр уйғурниң хитайға мәҗбурий қайтурулуш хәвпи йәнила зор болуп, улар он нәччә күндин бери ачлиқ елан қилип кәлмәктә икән. Улар һазирму еғир тәһдит вә қорқунч ичидә яшаватқан болуп, саламәтлик әһвалиму начарлашқан. Улар хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә һәрқайси дөләтләрниң бу ишқа дәрһал арилишип, уларни қутулдуруп қелишни сориған.

“һәрикәт тори” 2012-йил қурулған болуп, кишиләрни муһим сиясий, иҗтимаий һәрикәтләргә уюштуридиған халис тәшкилат икән. Улар тайландтики уйғурларни қутқузуш үчүн лайиһәлигән тор сәһиписидә һәр қайси дөләттики кишиләрни парламент әзалириға хәт язидиған көзнәк ачқан болуп, һазирғичә уларниң чақириқиға аваз қошуп хәт язғанлар 2000 дин ашқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.