Америка, канада, австралийә қатарлиқ үч дөләт әслидә тайландтики 48 уйғурға панаһлиқ бериш тәклипи сунған
2025.03.05
Тайланд һөкүмити 27-феврал күни 40 нәпәр уйғур мусапирни хитайға өткүзүп бәргәндин кейин, хәлқараниң күчлүк тәнқидигә учриғаниди. Тайландниң муавин баш министири пумтам вичаячай (Pumtham Wechayachai) бу қилмишиға бәргән чүшәндүрүшидә, һечқандақ дөләтниң уйғур мусапирларни қобул қилмиғанлиқини илгири сүргәниди. Һалбуки, америка, канада вә австралийәниң хели бурунла тайландқа 48 уйғур мусапирни өз дөләтлиригә орунлаштуруш тәклипини билдүргәнлики оттуриға чиққан.
“руйтерс агентлиқи” ниң бу һәқтә елан қилған мәхсус хәвиридә дейилишичә, америка вә канада һөкүмити тайландқа у йәрдә 10 йилдин артуқ вақиттин бери тутуп турулған уйғурларни қобул қилип орунлаштуруш тәклипи бәргән болсиму, тайланд һөкүмити хитайни рәнҗитип қоюштин қорқуп, һечқандақ һәрикәт қолланмиған һәм бу тоғрилиқ һечқандақ хәвәр бәрмигән.
“руйтерс агентлиқи” игилигән мәлуматларға қариғанда, бу ишни билидиған бир америка әмәлдари уйғурларни ашундақ қайтуруш вәқәсиниң алдини елиш үчүн, американиң йиллардин бери тайланд билән һәмкарлишип келиватқанлиқини вә 48 нәпәр уйғурни қобул қилишни орунлаштуруш тәклипи бәргәнликини ашкарилиған. Униңдин башқа, канада билән австралийәниң дипломатийә вә истихбарат саһәсидики 4 киши канада билән австралийәниңму 48 уйғурға панаһлиқ бериш тәклипи сунғанлиқини билдүргән. Әмма тайланд хитай билән болған мунасивитигә дәз кетишидин қорқуп, бу тәклипләрни бастуруп қойған һәмдә бу һәқтики учурларни сиртқа ашкарилимиған.
“руйтерс агентлиқи” ниң билдүрүшичә, нөвәттә тайланд ташқи ишлар министирлиқи буниңға инкас қайтурмиған; һалбуки, 2013-йилдин 2017-йилғичә тайландниң канада вә америкада турушлуқ баш әлчиси, 2024-йил дәм елишқа чиқиштин илгири тайланд парламентида сенатор болған болған писан манавапат (Pisan Manawapat) ниң билдүрүшичә, аз дегәндә үч дөләт уйғурларға панаһлиқ бериш тәклипи сунған. Әмма писан манавапат у дөләтләрниң исмини ашкарилимиған.