Тайландта қеп қалған 8 уйғурниң хитайға қайтурулғанларға охшаш тәқдиргә қелишидин әндишә қилинмақта

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2025.03.12

Йеқинда тайланд даирилириниң 40 уйғурни хитайға қайтурушидин кейин, тайландта қелип қалған 8 уйғурниң тәқдири йәнила ениқсиз әһвалда турмақтикән. Хәвәрләрдә қәйт қилинишичә, нөвәттә кишилик һоқуқ паалийәтчилири уларниңму 27-феврал күни хитайға қайтурулған 40 уйғурға охшаш тәқдиргә қелишидин әндишә қилмақта икән.

Тайланд өктичи парламент әзаси, авам палатаси қанун, әдлийә вә кишилик һоқуқ комитетиниң муавин рәиси канаве сюбсаң “америка авази” радийосиға қилған сөзидә җазасини өтәватқан түрмидики бәш уйғур һәққидә тохтилип: “уларниң җазаси тошқандин кейин, көчмәнләрни тутуп туруш мәркизигә қайтуруп келиниду. Бу бир аз әндишә қиларлиқ, чүнки, әгәр хитай йәнә бесим қилса, бу бәшәйлән қайтурулуш еһтимали болған әң хәтәр ичидики кишиләр болиду” дегән.

Мәлум болушичә, бу бәш уйғурниң җаза муддити 2029-йили тошсиму, әмма бу бәшәйлән тайланд падишаһиниң һәр йилқи хан җәмәти байрам күни елан қилидиған мәһбусларни кәчүрүм қилиш тизимликигә кирип қалса, уларниң муддәттин бурун қоюп берилип, хитайға қайтурулушидин әндишә қилмақта икән.

Тайланд “тинчлиқ һоқуқи фонди” ниң пирограмма директори критапорин семсантад “америка авази” ниң мухбириға, хитайниң қелип қалған бу уйғурларниму қайтуруп кетишни үмид қилидиғанлиқи билдүрүп, “биз буниңдин интайин әндишә қилимиз” дегән. Нөвәттә, түрмидики бәш уйғурдин сирт, қалған3 уйғурниң әһвали ениқ болмисиму, әмма парламент әзаси канаве вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири бу 3 уйғурниң тайландқа башқа дөләттин келиши, уларниң 27-феврал 40 уйғур билән биллә хитайға қайтурулуштин тосуп қалған болуши мумкинликини ейтқан.

“америка авази” ниң билдүрүшичә, канаве сюбсаң, “бирақ биз йәнила бу үч уйғурниң әһвалини йеқиндин көзитип турушимиз керәк. Чүнки, улар ашкарилинип қалди. Йәни уларниңму охшашла уйғурлардин икәнликигә даир учурлар тарқилип болди” дегән.

Тайланд һөкүмити өткән һәптә 40 уйғурни хитайниң наразилиқини қозғап қоюштин әнсирәп қайтурғанлиқи, хитай һөкүмити уларға яхши муамилә қилишқа вәдә қилғанлиқини билдүрсиму, әмма тайланд хәлқара қанунға хилаплиқ қилиш билән әйибләнгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.