Явропа парламенти тайландниң уйғурларни мәҗбурий қайтуруп бәргәнликини әйибләп қарарнамә елан қилди

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2025.03.13

13-Март күни, явропа парламенти тайланд һөкүмитиниң 40 нәпәр уйғур мусапирни хитайға мәҗбурий қайтуруп бәргәнликини әйибләш һәққидә қарарнамә мақуллиған.

Явропа парламентиниң бу һәқтики қарарнамисидә мундақ дейилгән:
“явропа парламенти уйғур мусапирлириниң хитайға қайтурулуп берилишини әйибләйду вә тайландни мусапирларни һаятий хәвпи мәвҗут дөләтләргә қайтурушни тохтитишқа чақириду.”

Парламент әзалири йәнә явропа комиссийәсини әркин сода келишими сөһбитидин пайдилинип туруп, тайланд үстидики бесимини ашурушини тәләп қилған.

Явропа парламент әзалири йәнә, тайланд һөкүмитидин бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар алий комиссарлиқиға толуқ һоқуқ берип, уларниң тайландта түрмидә йетиватқан барлиқ уйғур панаһлиқ тилигүчиләрни чәклимисиз зиярәт қилиши вә уларниң әһвали һәққидә ениқ учур елишиға капаләтлик қилишини тәләп қилған.

Парламент әзалири йәнә мундақ дегән: “тайланд хитай билән өткүзүп бериш шәртнамисини тохтитиши керәк, хитай чоқум сүргүн қилинған уйғурларниң асасий һоқуқиға һөрмәт қилип, уларниң ақивитиниң очуқ-ашкара болушиға капаләтлик қилиши, б д т мусапирлар мәһкимисиниң әркин киришкә рухсәт қилиши вә қолға елинғанларни қоюп бериши керәк”

Явропа парламентиниң тайландни әйибләш һәққидики қарарнамиси 57 гә қарши, 482 беләтниң қоллиши билән мақулланған болуп, күчлүк алқишқа еришмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.