Тайланд баңкоктики партлашқа четишлиқ икки уйғурниң тәрҗиманини давамлиқ тутуп турушни қарар қилди
2016.06.03
Тайланд сот мәһкимиси җүмә күни 2015-йили 17-авғуст йүз бәргән баңкоктики партлашқа четишлиқ икки уйғурниң тәрҗимани өзбекистанлиқ сираҗидин баһадирофни давамлиқ тутуп турушқа буйруқ қилди.
Фирансийә ахбарат агентлиқи җүмә күни тарқатқан хәвиридә, сотниң мәзкур қарари, партлашқа даир бәзи һалқилиқ соаллар җавабсиз қалған у икки уйғурниң сирлиқ сотини техиму мурәккәпләштүрүвәткәнликини билдүрди.
Сираҗидин баһадироф өткән һәптә йенидин азрақ миқдарда нәшә вә кәйп қилидиған бир хил кумилач дора чиқип қолға елинған. Тайланд сот мәһкимиси җүмә күни билал муһәммәт билән мирәли йүсүпкә тәрҗиманлиқ қиливатқан баһадирофни қоюп беришни рәт қилип, давамлиқ тутуп турушқа буйруқ қилди.
Фирансийә агентлиқиниң билдүрүшичә, баһадироф “мән гунаһсиз, улар маңа тузақ қурди” дегән. Баһадирофниң тәкитлишичә, сақчилар униң тәрҗиманлиқ қилишини халимиған. У, “чүнки, мән уйғур җамаитигә ярдәм қилип кәлдим” дәп көрсәткән.
Бирақ фирансийә ахбарат агентлиқи, сақчилар баһадирофниң сөзини рәт қилғанлиқини билдүрди. Сираҗидин баһадироф бу йил 17-майдики сотта билал муһәммәткә тәрҗиманлиқ қилған. Билал муһәммәт мәһкимидә тайланд һәрбийлириниң уни урғанлиқини вә һалал тамақ беришни рәт қилғанлиқини шикайәт қилған иди.