Тайланд көчмәнләрни тутуп туруш мәркизидики уйғур мәһбуслар ачлиқ елан қилди

Мухбиримиз әзиз
2016.05.31

Икки йилдин бери тайландта тутуп турулуватқан уйғурлар радийомиз арқилиқ баянат елан қилип, өзлириниң 31-майдин башлап ачлиқ елан қилғанлиқини билдүрди вә тайланд һөкүмитини өзлирини қоюп беришкә һәмдә дуня җамаәтчиликини бу мәсилигә көңүл бөлүшкә чақирди.

Ачлиқ елан қилған бу гуруппа уйғурларниң вәкили радиомизға әвәткән баянатта “нурғун сәвәбләр түпәйли биз тамақ йемәслик вә су ичмәслик елан қилип туруп бизниң әркинликкә чиққумиз барлиқини, һәрқандақ бир демократик дөләттә әркин яшиғумиз барлиқини дуня җамаәтчиликигә уқтурмақчи” дәп җакарлиған.

Улар хетидә йәнә, әгәр хитайға қайтурулса тән җазаси, мәдәтсиз қамақ җазаси, һәтта өлүм җазасиға буйрулуш хәвпи барлиқиниму көрсәткән вә мундақ дегән: “шу сәвәбтин мушу җайда ачлиқтин өлгинимиз яхши.”
Улар хетидә йәнә тайландики тутуп туруш орнида 70 тин артуқ уйғур барлиқи, мәзкур баянатниң шу уйғурларниң ортақ авази икәнликини билдүргән.

Мәлум болушичә, бу уйғурлар 2014-йили мартта паспортсиз тайландтин малайшияға өтүш сәпиридә қолға елинған болуп, шундин буян изчил һалда тутуп турулмақта икән.

Шәрқий җәнуби асия арқилиқ түркийәгә қечишни таллиған уйғурлардин 109 киши хәлқараниң күчлүк наразилиқиға қаримастин 2015-йили 9-июлда мәҗбурий һалда тайландтин хитайға қайтуруп берилгән.

Әйни чағдики хәвәрләрдә тайландики тутуп туруш орунлирида йәнә 60 әтрапида уйғур қелип қалғанлиқиму илгири сүрүлгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.