Тайландниң муавин баш министири 48 уйғурниң мәсилисидә хәлқара кишилик һоқуқ пиринсипиға әмәл қилидиғанлиқини билдүргән
2025.01.31
Тайландниң муавин баш министири һәм дөләт мудапиә министири пумтам вичаяча (Phumtam Wechayacha) тайландта тутуп турулуватқан 48 уйғурниң ишини бир тәрәп қилишта, хәлқара кишилик һоқуқни қоғдаш пиринсипиға әмәл қилидиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән.
Тайландниң “дөләт” (The Nation) намлиқ инглизчә хәвәр тори 30-январ елан қилған бу хәвәрдә дейилишичә, пумтам вичаяча 30-январ күни қилған сөзидә, тайланд һөкүмитиниң 2013-йилдин буян тутуп турулуватқан 48 уйғур мусапирниң ишлирини бир тәрәп қилишта хәлқара кишилик һоқуқ низамиға әмәл қилидиғанлиқини, шундақтиму улар тайландқа қанунсиз киргән икән, тайландниң қануни бойичә бир тәрәп қилидиғанлиқини билдүргән. У йәнә өткән 10 йилда һечқандақ уйғурни хитайға қайтурмиғанлиқини ейтқан.
Пумтам вичаяча тайландтики 48 уйғурниң мәсилисини һәл қилиш үчүн, тайландниң игилик һоқуқ қануни, кишилик һоқуқ қануни вә хәлқара қанун-келишимләргә асасән бир лайиһә түзидиғанлиқини билдүргән. У мундақ дегән: “әң муһими, хәлқара қанунға риайә қилиш вә кишилик һоқуқ мәсилисини ойлишиштур. Әндишә қилмаңлар, тайланд һөкүмити һечкимни хәтәрлик җайға қайтурмаслиқ пиринсипиға давамлиқ әмәл қилиду”.
29-январ күни тайланд кеңәш палатаси кишилик һоқуқ комитети тайландниң муавин баш министири пумтам вичаяча билән көрүшүп, 48 уйғурниң мәсилиси тоғрулуқ һөкүмәт пиланини аңлайдиғанлиқини билдүргәниди.
Хитайға қайтурулуш хәвпигә дуч кәлгән 48 уйғурниң әһвали йеқиндин буян ғәрб дөләтлири вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң әндишисини қозғиған болуп, 1-айниң 17-күни кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати баянат берип, тайланд һөкүмитини 48 уйғур мусапирни хитайға қайтурмаслиққа чақирған; әгәр улар хитайға қайтурулған тәқдирдә узун муддәтлик қамақ җазаси, тән җазаси вә өлтүрүлүш хәвпигә учрайдиғанлиқи тоғрулуқ агаһландуруш бәргәниди.