Америка уйғурларни хитайға мәҗбурий қайтурушта мәсулийити болған чәтәл һөкүмәт әмәлдарлириға виза ембаргоси қойди
2025.03.14
Америка ташқи ишлар министири марку рубийо 14-март тайландни өз ичигә алған уйғурларни хитайға мәҗбурий қайтурушта мәсулийити бар чәт әл һөкүмәт әмәлдарлириға виза ембаргоси қоюлидиғанлиқини елан қилған.
Баянаттин виза ембаргосиниң йеқинда 40 уйғурни хитайға қайтурған тайланд билән чәкләнмәйдиғанлиқи, униң уйғурларни хитайға қайтурушта җавабкарлиқи болған һазир вәзипидики яки бурун вәзипә өтигән сабиқ чәт әл һөкүмәт әмәлдарлириға қаритилғанлиқи мәлум болмақта. Бу америка һөкүмитиниң тунҗи қетим уйғурларни хитайға қайтурушта җавабкарлиқи болған чәт әл һөкүмәт әмәлдарлирини җавабкарлиққа тартип, уларға виза ембаргоси қоюшидур. Марку рубийониң 14-март елан қилған язма баянатида мундақ дейилгән: “бүгүн, мән йеңи виза чәклимиси сиясити елан қилимән. Бу чәклимә уйғурларни яки хитайдин қоғдашқа еһтияҗлиқ болған башқа аз санлиқ милләтләрни мәҗбурий қайтурушта җавабкарлиқи болған вә яки тил бириктүргән һазир вәзипидики вә яки бурун вәзипә өтигән сабиқ чәт әл һөкүмәт әмәлдарлириға йүргүзүлиду. Биз хитайниң һөкүмәтләргә бесим ишлитип, уйғурларни яки башқа милләтләрни хитайға қайтуруп кетиш урунушлириға қәтий қарши күрәш қилимиз. Бу кишиләр (хитайда) тән җазаси вә мәҗбурий ғайиб қиливетишкә учримақта.”
Марку робийо илгири тайланд һөкүмитиниң 27-феврал 11 йилдин артуқ вақиттин бери тайландта тутуп турулған 40 уйғурни мәҗбурий хитайға қайтурушиниң арқисидин язма баянат елан қилип, тайлан һөкүмитиниң һәрикитини “мумкин болған әң қаттиқ ибариләр билән әйибләйдиғанлиқи” ни билдүргән. Рубийо шу қетимлиқ баянатида: “биз тайландниң узун муддәтлик иттипақдишимиз болуши сүпитидә, бу һәрикитидин қаттиқ чөчүдуқ” дегән. Әйни вақитта тайланд дөләт мудапиә министири вачаячай 40 уйғурниң бу йил 27-феврал хитайға қайтурулуш қарарини тайланд ташқи ишлар министири, әдлийә министири вә өзиниң бирликтә чиқарғанлиқини билдүргәниди. Марку рубийо баянатида, ембарго қарариниң дәрһал иҗра қилинидиғанлиқини билдүргән. Баянатта мундақ дейилгән: “мән 27-феврал 40 уйғурниң тайландтин мәҗбурий қайтурулушида җавабкарлиқи болған яки униңға шерик болған һазир вәзипидики вә яки бурунқи сабиқ тайланд һөкүмәт әмәлдарлириға виза чәклимиси қоюш арқилиқ, бу сиясәтни дәрһал иҗра қилимән.”
Баянатта йәнә: “биз хитайниң узундин бери уйғурларға қарши садир қиливатқан ирқий қирғинчилиқи вә инсанийәткә қарши җинайи қилмишлири сәвәблик дунядики һәр қайси һөкүмәтләрни уйғур вә башқа милләтләрни хитайға мәҗбурий қайтурмаслиққа чақиримиз” дейилгән.