Тайланд әмәлдарлири тайланд тәрипидин хитайға қайтурулған уйғурларни зиярәт қилған
2025.03.19
Тайландниң муавин баш министири, қошумчә дөләт мудапиә министири вачаячай билән әдлийә министири таве содсоң башчилиқидики тайланд һөкүмәт вәкилләр өмики 19-март чаршәнбә күни әтигәндә қәшқәргә йетип берип, бу йил 27-феврал тайландтин хитайға қайтурулған уйғурларниң әһвалини тәкшүрүшни башлиған.
Тайланд “милләт”гезитиниң хәвәр қилишичә, тайланд вәкилләр өмикини хитайниң муавин җ х министири шү датоң күтүвалған, шундақла хитай җ х министирлиқиниң “күндилик ишлири” ға мәсул муавин министири чи йәнҗүн билән бу қетимқи зиярәт һәққидә сөһбәт өткүзгән. Сөһбәттә, хитай тәрәп тайланд вәкилләр өмикигә тайландтин қайтурулған уйғурларниң орунлаштурулуш әһвалидин мәлумат бәргән. Нөвәттә, тайланд вәкилләр өмикиниң 27-феврал хитайға қайтурулған 40 уйғурдин кимләр билән учришидиғанлиқи мәлум әмәс.
“милләт”гезитиниң билдүрүшичә, тайланд һөкүмитиниң баянатчиси җираю, вәкилләр өмикиниң икки гуруппиға бөлүнүп, қәшқәрдин 100 километир йирақта олтурушлуқ уйғурларниң аилисигә берип зиярәт қилидиғанлиқи, һәр икки гуруппиға хитай җ х министирлиқиниң һәмраһ болидиғанлиқини ейтқан. Тайланд даирилириниң 11 йилдин артуқ вақиттин буян тайландта тутуп турулған 40 нәпәр уйғурни 27-феврал туюқсиз хитайға қайтуруши, кишилик һоқуқ тәшкилатлири, б д т кишилик һоқуқ алий комиссари, мусапирлар алий комиссари вә явропа парламенти қатарлиқ орунларниң әйиблишигә учрапла қалмай, америка һөкүмитиниң җазалишиға учриған.
Америка ташқи ишлар министирлиқи уйғурларни қайтурушта җавабкарлиқи бар тайланд әмәлдарлириға виза ембаргоси қойғанлиқини елан қилған. Һалбуки, хәвәрләрдә тайландниң муавин баш министири вачаячайниң 18-март қәшқәргә қарап йолға чиқиш алдида мухбирларға, вәкилләр өмикиниң һәр бир уйғурни йоқлиши мумкин әмәслики, чүнки уларниң арилиқи бәк йирақ икәнликини, йоқлиялмиғанлар билән син арқилиқ алақилишидиғанлиқини ейтқанлиқи билдүрүлмәктә.
Мәлум болушичә, тайланд вәкилләр өмики йәнә һейтгаһ җамәсини зиярәт қилиш, йәрлик мусулман җамаәтлири билән учришиш, уйғурлар билән екран сөһбити өткүзүш, уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңрүй билән көрүшүш, қәшқәр меһманханисида кәчлик күтүвелиш зияпитигә қатнишиш қатарлиқ паалийәтләргә уюштурулған икән. Һалбуки, нөвәттә бу тайланд кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин хитайниң “шинҗаң сиясити” ни ақлаш һәрикитиниң бир парчиси болуш билән әйибләнмәктә.