Тайланд һөкүмити 18-март күни уйғур елиға вәкил әвәтип хитайға қайтурулған уйғурларни йоқлайдиғанлиқини елан қилған

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2025.03.14

Тайландниң муавин баш министири, қошумчә дөләт мудапиә министири пунтам вачаячай 13-март мухбирларға тайланд әмәлдарлириниң 18-март күни уйғур елиға берип, 27-феврал хитайға қайтурулған 40 уйғурниң әһвалини тәкшүридиғанлиқини билдүргән.

Тайланд һөкүмити илгири 40 нәпәр уйғурни хитайға қайтурушиниң арқисидин тайланд әдлийә министири, ташқий ишлар министири вә дөләт мудапиә министириниң 3-ай ичидә уйғур елиға берип, хитайға қайтурулған уйғурларниң қандақ турғанлиқини көрүп келидиғанлиқини елан қилған иди. Әйни вақитта ғәрб һөкүмәтлирини тәскин тапқузушни мәқсәт қилған дәп қаралған тайланд һөкүмәт әмәлдарлириниң бу зиярәт пилани, кишилик һоқуқ мутәхәссислириниң әйиблишигә учриған. Улар, бу 40 нәпәр уйғурниң өзлирини хитайға қайтуруп бәргән тайланд әмәлдарлириниң зиярәт қилишиға еһтияҗлиқ әмәслики, бәлки б д т мустәқил тәкшүргүчилириниң тәкшүрүшигә еһтияҗлиқ икәнликини билдүргән иди.

Тайланд таратқулириниң хәвәр қилишичә, нөвәттә тайланд һөкүмити уйғур елиға баридиған өмәккә пәқәт һөкүмәт контроллуқидики яки һөкүмәтпәрәс таратқуларни таллаш билән әйибләнмәктә икән. Тайланд “милләт” гезити 13-март елан қилған бу һәқтики хәвиридә, тайланд хәлқләр партийәси парламент әзаси раңсиман ромениң һөкүмәтни уйғур елидә зиярәттә болушқа пәқәт һөкүмәтпәрәс таратқуларнила тәклип қилиш билән әйиблигәнликини билдүргән. Лекин пунтам вачаячай бу җәһәттики әйибләшләрни рәт қилип, улар таллиған өмәкниң һәрбий айропиланда баридиғанлиқи вә айропиланда пәқәтла 20 кишилик орун барлиқини илгири сүргән. Униң көрситишичә, өмәк тәркибидә уйғур елиға баридиған мухбирларни һөкүмәт баянатчилар гурупписи вә дөләт мудапиә баянатчиси таллиған икән. Нөвәттә, уларниң уйғур елидики тәкшүрүштә уйғур тутқунлар билән қандақ шәкилдә вә шараитта учришидиғанлиқи ениқ әмәс.

Пунтам вачаячай мухбирларға тәнқидчиларниң бир тәрәплимилик тәнқид қилиштин бурун, тәкшүрүш доклатини күтүшини тәкитлигән болсиму, әмма тәнқидчиләр бу зиярәт пәқәт тайландниң 40 нәпәр уйғурни хитайға қайтуруши, шундақла хитай һөкүмитиниң “шинҗаң сиясити” ни ақлашқа хизмәт қилидиғанлиқини қәйт қилмақта.

“милләт” гезитиниң билдүрүшичә, парламент әзаси раңсиман роме, өмәк тәркибидики мухбирларниң мустәқил хәвәр бериш әркинлики барлиқиға соал қойған. Тайландниң 27-март күни 11 йилдин көпрәк вақиттин бери тайландта тутуп турулған 40 нәпәр уйғурни хитайға қайтуруп бериши, б д т кишилик һоқуқ алий комиссари, мусапирлар алий комиссари, америка, явропа иттипақи вә нурғун ғәрб һөкүмәтлириниң тәнқидигә учриған, шундақла тайландни хәлқара қанунға хилаплиқ қилди дәп әйиблигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.