Тайланд явропа парламентиниң уйғурлар һәққидики қарариниң икки тәрәп сода әркин сөһбитигә тәсир қилмайдиғанлиқини илгири сүргән

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2025.03.14

Явропа парламенти 13-март қарар лайиһәси мақуллап, тайландниң 27-феврал 40 уйғурни хитайға қайтуруп беришини қаттиқ тәнқид қилған болсиму, лекин тайландниң сода министири буниң тайланд-явропа иттипақи әркин сода сөһбитигә тосқунлуқ қилмайдиғанлиқи, әркин сода келишиминиң бу йил ичидә имзалинишиға ишәнчиси барлиқини билдүргән.

Тайланд таратқулириниң хәвәр қилишичә, тайланд сода министири пичай нариптафан (Pichai Naripthaphan) уйғур мәсилисиниң тайланд-явропа иттипақи арисидики сода сөһбитигә тосқунлуқ қилиши мумкинлики һәққидики әндишиләрни рәт қилип, икки тәрәп әркин сода келишиминиң бу йил 25-декабирғичә тамамлинишиға ишәнчиси барлиқини ейтқан. Һалбуки, явропа парламенти буниң алдида, йәни 13-март күни мутләқ көп санлиқ авазниң қошулуши билән мақуллиған қарар лайиһәсидә, тайландниң 40 уйғурни хитайға қайтурғанлиқини тәнқидләпла қалмай, явропа комиссийәсиниң тайланд билән болған әркин сода келишими сөһбитидин пайдилинип, униң “падишаһқа һақарәт қилиш қануни” ни ислаһ қилиши, сиясий мәһбусларни қоюп бериши вә тайландта қәп қалған уйғурларни хитайға қайтурушни тохтитиши үчүн бесим қилишни чақирған.

Явропа парламенти қарар лайиһәсидә йәнә, тайланд һөкүмити хитайға қайтурған уйғурларниң “халиғанчә тутқун қилиниш, тән җазаси вә еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири” гә дуч келиш хәвпидә қалидиғанлиқи алаһидә тәкитләнгән. Лекин тайланд “милләт” гезитиниң хәвәр қилишичә, тайланд сода министири пичай нариптафан 14-март мухбирларға уйғурлар мәсилисиниң әркин сода сөһбитигә тәсир қилмайдиғанлиқи, өзиниң явропа комиссийәсиниң сода, иқтисадий бихәтәрлик вә хәлқара мунасивәтләр комиссари маро сәфковик билән үнүмлүк музакириләрдә болғанлиқини ейтқан. Охшаш вақитта йәнә тайланд хәлқара сода сөһбити идарисиниң баш директори чотима йесувастикул, явропа парламентиниң қарар лайиһәси явропа иттипақидики қошнилири билән музакирилишиш пурсити күтидиғанлиқи” ни билдүрүп, “һазирға қәдәр сөһбәттә бирәр мәсилә туғулғанлиқи яки кечикиш болидиғанлиқиниң бешаритини көрмидуқ” дегән. Униң қаришичә, “явропа парламентиниң қарар лайиһәси сиясий вә бихәтәрликкә мунасивәтлик болуп, иқтисадий мәсилә әмәс” икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.