Тайландтики түрмидин қачқан уйғурлардин 3 нәпириниң қолға чүшкәнлики хәвәр қилинмақта
Тайландниң “хасод хәвәрлири” гезитиниң хәвәр қилишичә, тайландтики түрмидин қачқан 7 нәпәр уйғурниң үч нәпири қолға чүшкән.
-
Мухбиримиз ирадә
2019-02-14 -
-
-
Тайландниң “хасод хәвәрлири” гезитиниң хәвәр қилишичә, тайландтики түрмидин қачқан 7 нәпәр уйғурниң үч нәпири қолға чүшкән. Тайланд сақчи даирилири пәйшәнбә күнидики баянатида қалған төт нәпәр уйғурни һелиһәм тайланд чеграси ичидә дәп қарайдиғанлиқини, уларниң бәлким әтрапта йемәк-ичмәк издәп йүргән болуши мумкинликини билдүргән.
Нөвәттә уларниң вәзийити чәтәлләрдики уйғурларниң қаттиқ әндишисини қозғимақта. Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит бу һәқтә тохтилип, “тайланд һөкүмити уларниң бихәтәрликигә, болупму уларниң хитайға қайтурулмаслиқиға капаләтлик қилиши керәк,” деди.
12-Феврал, йәни сәйшәнбә күни тайланд таратқулири тайландниң мукдахан өлкисидики мусапирларни тутуп туруш орнида 2016-йили 6-айдин башлап тутуп турулуватқан уйғур тутқунлардин 7 нәпириниң түрмидин қачқанлиқини хәвәр қилған иди. юқириқи хәвәрләрдә тайландта йәнә 50 нәпәр уйғур мусапирниң барлиқи қәйт қилинған.
2014-Йилидин буян 300 гә йеқин уйғур мусапир тайландта тутулуп “чеградин қанунсиз кериш җинайити” билән түрмигә ташланған иди. Булардин 175 нәпәр киши түркийәгә йәрләштүрүлгән болсиму, йәнә 100 дин артуқ уйғур хитайға қайтуруп берилип хәлқаралиқ әйибләшкә учриған.
Бундин сирт йәнә 2018-йил авғустта 27 яшлиқ билал исимлик уйғур йигитиму тайландтики 4 йиллиқ тутқунлуқ муддитидә кесәллик сәвәби билән һаятидин айрилған иди. Хәлқара кишилик һоқуқ органлири вә дуня уйғур қурултийи қатарлиқлар тайланд һөкүмитини мусапир уйғурларни дәрһал қоюп берип, уларниң үчинчи бир дөләткә саламәт орунлишишиға капаләтлик қилишқа чақирип кәлмәктә.