Тайланд сақчилири түрмидин қачмақчи болған 7 уйғурниң делосини сотқа тапшурған

Мухбиримиз ирадә
2020.01.24

Тайланд сақчи даирилири йеқинда тайландниң мукдахан районидики түрмидин қечишқа урунған 7 нәпәр уйғурниң делосини сотқа тапшурған.

Радийомизниң игилишичә, мукдахан районлуқ сақчи идарисиниң хадими удун чакаек бу 7 нәпәр уйғурниң “мусапирларни тутуп туруш мәркизи” дин қечишқа урунғанлиқи үчүн мукдахан түрмисигә йөткәлгәнликини вә уларниң делосиниң сотқа тапшурулғанлиқини ейтқан. 

Тайланд даирилири 10‏-январ күни тайландниң мукдахан өлкисигә қарашлиқ муаң районидики мусапирлар қамақханисида тутуп турулуватқан 7 нәпәр уйғур мусапириниң қамақханидин қачқанлиқини елан қилған. Лекин узун өтмәйла уларниң һәммиси алди-кәйни болуп қолға чүшкән. 

Юқириқи сақчи хадиминиң радийомизға ейтишичә, бу уйғурлар “түрмидин қечишқа урунуш җинайити” билән икки йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилиниши мумкин икән. 

Тайландтики кишилик һоқуқ органлиридин бири болған “хәлқни күчләндүрүш фонди җәмийити” башлиқи чалида таҗаронсок йеқинда бу 7 нәпәр уйғурни бивастә зиярәт қилған болуп, у радийомизға қилған сөзидә бу уйғурларниң мусапирлар мәркизидики интайин начар шараитлар түпәйлидин қечишқа мәҗбур болғанлиқини ейтқан. У сөзидә “мусапирларни тутуп туруш орни толиму қистаңчилиқ вә шараити бәк начар болғачқа улар қачмақчи болған. У йәрдә пәқәт бирла деризә бар икән. Улар 4 йилдин бери күн көрмәйветипту” дегән. У йәнә бу уйғурларниң мәқситиниң малайсия вә түркийәгә кетиш икәнликини тәкитлигән.

Мукдахан өлкилик көчмәнләр даирилириниң билдүрүшичә, қамақханидин қачқан 7 нәпәр уйғур мусапири 22-38 яшлар арилиқида болуп, улар һазир тайландтниң охшимиған җайлиридики 4 мусапирлар мәркизидә тутуп турулуватқан җәмий 50 нәпәр уйғур тутқунларниң бир қисми икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.