Тексас иштатиниң башлиқи хитайниң чегра һалқиған тутуш һәрикитигә қарши буйруқ елан қилған
2024.11.19
Тексас иштатиниң башлиқи грег аббот (Greg Abbott) дүшәнбә күни, хитай һөкүмитиниң чәтәлдә яшайдиған хитайларни қорқутуш вә уларни хитайға қайтишқа мәҗбурлаш үчүн қолланған һәрикитигә зәрбә бериш үчүн мәмурий буйруқ чиқарған.
Тексас иштати һөкүмитиниң хәвиригә қариғанда, хитай һөкүмити америкадики өктичиләрни хитайға мәҗбурий қайтуруш үчүн “түлкә овлаш һәрикити” елип барған болуп, иштат башлиқи грег аббот сақчи идарисигә бу һәрикәтни иҗра қиливатқанларға зәрбә берип, уларни қолға елиш буйруқи бәргән.
Хитай һөкүмити чирик әмәлдарларни өз ичигә алған қачқунларни қоғлап тутушни “түлкә овлаш һәрикити” дәп атап келиватқан болуп, буниң он йилға йеқин давамлашқан һәрикәт икәнлики билинмәктә. “америка бирләшмә агентлиқи” ниң 2023-йили 6-айдики хәвиригә қариғанда, америка даирилири хитайниң бу һәрикитини “дөләт һалқиған бастуруш” яки чәтәлдә яшайдиған өктичиләргә паракәндичилик селиш, тәһдит селиш вә җимиқтуруш үчүн қолланған тәдбири дәп қарайду.
Тексас иштатиниң башлиқи грег аббот баянат берип мундақ дегән: “мән тексас сақчи идарисигә тексаслиқларни паракәндә қилған шәхсләрни тепиш вә уларни җинайи җавабкарлиққа тартишни буйрудум. Биз тексасни хитай компартийәсиниң қанунсиз бастуруш һәрикәтлиридин қоғдаш үчүн тиришимиз”.