Хитай даирилири уйғур диярида “йезилардики йәрләрниң тәвәлик һоқуқини бекитиш” хизмитиниң пат арида ахирлишидиғанлиқини билдүргән

Мухбиримиз ирадә
2019.05.09

Уйғур аптоном райони миқяси бойичә “йезилардики һөддә йәрләрниң һоқуқ тәвәликини бекитиш, тизимлаш вә кинишка тарқитиш хизмити” бу йил 9-айда тамамлинип болидикән.

Иккинчи қетимлиқ йәр ислаһати түсини еливатқан бу һәрикәт 2014-йили башланған болуп, әйни чағда бу һәқтә тарқитилған уқтурушларда мәзкур хизмәт нәтиҗисидә бекитилгән йәрләрниң деһқанларниң ‛муқим мүлки‚ гә айлинидиғанлиқи баян қилинған. 

Шинхуа ториниң 9-май тарқатқан хәвиридин қариғанда, уйғур аптоном район даирилири дөләт тәрипидин уйғур елида бекитилгән 35 милйон 620 миң мо йәрниң өлчәш вә һоқуқини бекитиш хизмитини тамамлап болған. Һазирғичә 93 наһийәниң 43 идә йәр кинишкиси тарқитип берилгән.

Чәтәлләрдики уйғур көзәткүчиләрниң қаришичә, бу һәрикәтниң дәл уйғур елида кәң көләмлик тутқун башлинип, 2 милйонғичә болған уйғур лагерға қамалған бир шараитта елип берилиши гуман қозғайдикән. Улар, мәзкур сиясәтниң әмәлийәттә уйғурларниң терилғу йәрлирини хитай һөддигәрләргә әрзан баһада өткүзүп беришни, шундақла һөкүмәтниң йеза терилғу йәрлирини мәҗбурий йосунда өз илкигә өткүзүвелишни қанунлаштуруш үчүн чиқирилғанлиқини билдүрмәктә. 

Уларниң илгири сүрүшичә, 1950‏-йилларда елип берилған “йәр ислаһати” диму терилғу йәрләр атаққа байларниң қолидин намратларниң илкигә өткән болсиму, маһийәттә йәрлик аһалиләрниң қолидин дөләтниң қолиға йәни хитайларниң қолиға өткән.

Радийомиз 2017-йили мушу сиясәт һәққидә хотән вилайитигә телефон қилип әһвал игилигәндә бир қисим уйғурлар радийомизға һөддигә елинған йәрләрни тизимлаш үчүн кәлгән кадирларниң “бу йәрләрни теримайдикәнсән, пайдиланмайдикәнсән” дегән баһаниләр билән тартивалғанлиқини билдүргән иди.

Мәлум болушичә, йеқинқи йиллардин бери уйғур районидики көплигән терилғу йәрләр билән вә боз йәрләр дөләтниң һимайиси сәвәблик хитай көчмәнлириниң қолиға мәркәзләшкән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.