Хитай уйғур районида “террорлуқ вәқәлири”гә қарши алаһидә тәптиш гурупписи қурған
2016.12.30
28-Декабир хитайниң қарақаш наһийәлик парткоми һуҗумға учриғандин кейин, хитай даирилири уйғур районида тәптиш әмәлдарлиридин “террорлуқ” қа қарши 30 кишилик бир гуруппа қуруп чиққан.
Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу алаһидә тәптиш гурупписи уйғур аптоном райониниң һәрқайси вилайәт, областлиридин тәшкил қилинған. Улар үрүмчи, қәшқәр, хотән, ақсу, корла, ғулҗа қатарлиқ уйғурлар зич олтурушлуқ “нуқтилиқ районлар”да вәзипә иҗра қилидикән.
Мәзкур қарар 29-декабир йеңи қобул қилинған тунҗи түркүмдики 2119 нәпәр тәптиш әмәлдари уйғур аптоном районидики 120 тәптиш оргинида бирла вақитта қәсәм берип вәзипә тапшурувалған күни елан қилинған. Уйғур аптоном районлуқ юқири тәптиш даирилириниң билдүрүшичә, 2119 тәптиш әмәлдариниң 1180 нәпири хитай, 939 нәпири уйғур, қазақ, қирғиз вә башқа милләтләрдин тәшкил қилған.
Хитай даирилириниң қарақаш вәқәсиниң арқидинла алаһидә тәптиш гурупписи тәшкилләп, уйғурлар зич олтурушлуқ районларға орунлаштуруши уйғур тәшкилатлириниң диққитини қозғиди. Д у қ баянатчиси дилшат ришит, бу хитайниң қанлиқ тоқунушлардин һечқандақ савақ алмиғанлиқи вә бастурушни давамлиқ күчәйтидиғанлиқиниң ипадиси, деди.
Униң қәйт қилишичә, аманлиқ күчлирини, тәптиш вә башқа қанун органлирини ишқа селип, уйғурларни қаттиқ бастуруш һазирға қәдәр һечқандақ мәсилә һәл қилмиған. У, бу тәдбирләр қаршилиқни техиму улғайтиштин башқа ишқа яримайду, деди.