Хитай асаслиқи мусулман дөләтләрдин кәлгән ахбаратчиларни йиғип уйғур елини зиярәт қилдурған
2017.05.21
Уйғур елидә ғәрб мухбирлириниң әркин хәвәр бериши қаттиқ чәклимиләргә учраватқанлиқи сүрүлүватқан мәзгилдә хитай даирилири асаслиқи мусулман дөләтләрдин кәлгән ахбаратчиларни йиғип уйғур райониниң бир қисим җайлирини зиярәт қилдурған.
Сингапордин чиқидиған йеңи боғуз гезитиниң хәвәр қилишичә, хитай даирилириниң буниңдики мәқсити уйғур райониниң сода муһитини бу дөләтләргә чүшәндүрүш икән.
Хәвәргә қариғанда, буларниң арисида сәуди әрәбистан, қатар, қазақистан, малайсия, афғанистан, таҗикистан, пакистан, қирғизистан қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән ахбаратчилар асасий салмақни игиләйдикән.
Хәвәрдә нәқил қилишичә, сәуди әрәбистан радийо-телевизийә һәссидарлиқ ширкитидин кәлгән муһәммәд абдулла алдахил өзиниң хитайниң шаңхәй, бейҗиң қатарлиқ җайлирини көп қетим зиярәт қилғанлиқини, әмма уйғур елигә келип пәқәт охшимайдиған бир мәнзирини көргәнлики билдүргән.
У мундақ дегән: “чирай, турмуш адити хитайниң башқа җайлиридикигә түптин охшимайдиған уйғурларға охшаш хитайдики мусулманларни көрүп һәйрану-һәс қалдим.”
Қирғизистандин кәлгән дөләтлик телевизийә истансисиниң мухбири уйғур елидики тәрәққиятлардин һәйран қалиғанлиқни билдүргән.
Мәзкур мухбирларниң уйғур ели зиярити хитай уйғур елидә бир бәлгилимә чиқирип “муһәммәд”, “мәдинә” қатарлиқ мусулманчә исимларни чәкләп хәлқаралиқ инкас қозғиған мәзгилгә тоғра кәлгән иди.
Һалбуки, хәвәрдә уйғурларға қаритилған диний вә башқа бастурушлар һәққидә һечқандақ учур берилмигән. Зиярәт қилғучи мухбирларму уйғур мусулманларға қаритилған диний чәклимиләр һәққидә тохталмиған.
Хитай даирилири уйғур елидики ахбаратқа қаритилған контроллуқни чиңитқандин башқа, ғәрб әллири мухбирлириниң уйғур елидә әркин айлинип хәвәр беришини қолайсизлаштурған.
Хитай уйғур журналистларни язмилири түпәйли җазалиғандин сирт, уйғурлар һәққидә лилла гәп қилған чәтәл мухбирлириниму зәрбә обйекти қилип кәлгән.
2015-Йили сентәбирдики “бай көмүркан һуҗумини террорлуқ һуҗуми дейишкә болмайдиғанлиқи” ни билдүргән фирансуз мухбир урсила гуйтер ханим шуларниң җүмлисидин болуп, у, шу йили декабир хитайдин қоғлап чиқирилған иди.