Тексас шитатиниң һаррис районлуқ соти хитайниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқанлиқини бекитти
4-Айниң 12-күни тексас шитатиниң мусулманлар әң көп җайлашқан райони болған һаррис районлуқ соти гуваһлиқ бериш йиғини ечип, хитайниң уйғурларға қаратқан һәр түрлүк қәбиһ җинайәтлирини “ирқий қирғинчилиқ” вә “миллий йоқитиш” дәп бекиткән.
-
Ихтиярий мухбиримиз җәвлан
2021-05-13 -
-
-
Америка ташқи ишлар министирлики 19-январ хитайниң уйғурларға йүргүзүп келиватқан җинайитини “ирқий қирғинчилиқ”, “инсаниийәткә қарши җинайәт” дәп җакарлиғандин кейин, америкидила әмәс, дуня миқясида зор тәсир қозғап, кишиләрниң хитайниң җинайитини әсли маһийитидин тонушиға түрткә болғаниди.
4-Айниң 12-күни тексас шитатиниң мусулманлар әң көп җайлашқан райони болған һаррис районлуқ соти гуваһлиқ бериш йиғини ечип, хитайниң уйғурларға қаратқан һәр түрлүк қәбиһ җинайәтлирини “ирқий қирғинчилиқ” вә “миллий йоқитиш” дәп бекиткән.
15 Минут давамлашқан гуваһлиқ бериш йиғинида тексаста яшаватқан уйғурлардин икки нәпәр гуваһчи хитай һөкүмити тәрипидин тутқун қилинип түрмә-лагерларға қамалған вә мушу ваққитчә из-дерикини алалмай келиватқан йеқинлири һәққидә гуваһлиқ бәргән. Кишилик һоқуқ паалийәтчиси сара һафиз өзи игилигән мәлуматларға асасән хитайниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқ җинайәтлирини аңлатқан. У мундақ дегән: “америкадики уйғурлар бизниң уларға диққәт қиливатқанлиқимизни билиду, биз уларниң күрәшлирини етирап қилимиз. Бу қетимлиқ қарарниң мақуллиниши һаррис районидики һәр хил җамаәтниң, болупму мусапирлар вә көчмәнләрниң уйғурларни қоллаватқанлиқини намайән қилиду”.
Бу гуваһлиқ бериш йиғинида йәнә сот тәрәпниң мәйдани очуқ билдүрүлүп, хитайниң тәхминән 3 милйон уйғурни йиғивелиш лагерлириға солап қийниғанлиқи, қул орнида ишләткәнлики, уйғурларниң тили, мәдәнийити, етиқадини тамамән йоқитишқа урунуватқанлиқи тәкитләнгән; америкадин кейин канада, голландийә, әнгилийә қатарлиқ дөләтләрниң хитайниң җинайитини ирқий қирғинчилиқ дәп бекитишниң тамамән тоғра болғанлиқи қәйт қилинған.