Тәйвән дөләт мудапиә министири хитайниң тәйвәнни қамал қилишини “уруш һәрикити” деди
2024.10.23
Хитайниң алдинқи һәптә елип барған маневиридин кейин, тәйвән дөләт мудапиә министири веллингтон ко (Wellington Koo) чаршәнбә күни хитайниң тәйвәнни қамал қилишиниң әмәлийәттә бир уруш һәрикити икәнликини, хәлқара содиға зор тәсирләрни елип келидиғанлиқини илгири сүргән.
“ройтерс агентлиқи” ниң 10-айниң 23-күнидики хәвиригә асасланғанда, тәйвән дөләт мудапиә министири веллингтон ко мундақ дегән: “мән шуни тәкитлимәкчимәнки, маневир билән қамал қилиш пүтүнләй охшимайду. Йәр шари маллириниң бәштин бири тәйвән боғузидин өтиду. Қамал қилиш пәқәт тәйвәнгила тәсир қилипла қалмастин дуняға тәсир қилиду. Хәлқара җәмийәт буниңға қарап турмаслиқи керәк”.
Тәйвән дөләт мудапиә министирлиқи хитай авияматка әтритиниң тәйвән боғузидин өтүп, тәйвән контроллуқидики пратас арилиға йеқин судин өткәндин кейин, шимал тәрәпкә маңғанлиқини ейтқан. Министирлиқниң ейтишичә, сәйшәнбә күни кәчтә хитайниң әң чоң авияматкиси болған “лявниң” башчилиқидики хитай парахотлири байқалған болуп, тәйвән қисимлири бу парахот әтритини назарәт қилған.
Илгирики хәвәрләрдин мәлум болғинидәк, америка деңиз армийәси даим тәйвән боғузидин өтүп тәйвәнни қоллап, әркинликини тәшәббус қилип кәлгән болуп, канада, германийә вә әнглийә қатарлиқ башқа иттипақдаш дөләтләрму мушуниңға охшаш вәзипиләрни орунлап, бейҗиңниң ғәзипигә учриғаниди.