Тибәт байриқи хитай яшлар путбол командисиниң германийәдики достлуқ мусабиқисини бикар қилдурди

Мухбиримиз әркин
2017.11.24

Германийә путбол җәмийити 25‏-ноябир уюштурған германийә-хитай яш өсмүрләр мусабиқисидә тамашибинларниң тибәт байриқини чиқирип, хитайға наразилиқ билдүрүшидин әнсирәп, шәнбә күнидики пүтүн мусабиқисини бикар қилған.

Хитайниң 20 яштин төвән яш-өсмүрләр путбол командиси йеқинда германийәгә зиярәткә кәлгән. Улар германийә яш -өсмүрләр камандилири билән бир қанчә мәйдан мусабиқигә орунлаштурулған иди.

Лекин бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, 18‏-ноябир күни хитай яш-өсмүрләр командиси германийә тсв йәни скот майниз командиси билән ойниған мусабиқидә тамашинлар тибәт байриқини чиқарған. Тибәт байриқидин биарам болған хитай командиси мусабиқини тохтитип мәйдандин чекинип чиққан. Бу вәқә хитай һөкүмитиниң инкасини қозғиған. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лу каң хитайниң һәрқандақ шәкилдики “бөлгүнчиликкә, хитайға қарши һәрикәтләргә яки террорлуққа” қәтий қарши туридиғанлиқини билдүргән. Бирақ германийә путбол җәмийитиниң рәиси рейинхарт гриндел тамашинбинларниң тибәт байриқини чиқиришини қоғдап, “тамашибинларниң наразилиқ билдүрүш һоқуқи” барлиқини тәкитлигән.

У мундақ дегән: “хитай путбол җәмийитигә шу нәрсә чүшинишлик болсунки, улар германийәдә мусабиқә ойниғанда һәрқандақ кишиниң өз пикрини ипадиләйдиғанлиқидин ибарәт бу пакитни унтуп қалмисун”. Хитай командиси 25‏-ноябир германийәниң ғәрбий җәнуб мусабиқә районидин фсв франфурт командиси билән мусабиқигә орунлаштурулған. Лекин германийә путбол җәмийити мусабиқигә бир күн қалғанда баянат елан қилип, мусабиқиниң вәзийәт түпәйли бикар қилинғанлиқини елан қилған. Гермнаийә путбол җәмийитиниң билдүрүшичә, мәркуз орган вәзийәтниң җиддилишп кетишидәк әһвални көздә тутуп, хитай командиси билән ойнайдиған барлиқ мусабиқиләрни бикар қилған икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.