Тибәттә йәнә бир раһиб өзини көйдүрүп қаршилиқ билдүргән

Мухбиримиз җүмә
2016.03.02


Радийомизниң чаршәнбә күни хәвәр қилишичә, тибәттә йәнә бир раһиб өзини көйдүрүп қаршилиқ билдүргән.

Хәвәргә қариғанда, дүшәнбә күни чүштин кейин калсаң ваңду исимлик тибәт раһиб сичүән өлкиси кардзә тибәт аптоном областиға җайлашқан рәтсоһа ибадәтханиси йенида өзигә от қойған.

Мәлум болушичә, бу йилға тәвә тунҗи өзини көйдүрүп наразилиқ билдүргәнлики хәвәр қилинған мәзкур раһиб күйүш җәрянида “тибәтләргә мустәқиллиқ” дәп шоар товлиған, у дохтурханиға елип берилиш җәрянида қаза қилған.

Тибәтләр 2009 - йилидин башлап хитайниң тибәт сияситигә өзини көйдүрүш шәкилдә наразилиқ билдүрүшкә башлиған. Шундин буян 144 тибәтлик өзини көйдүргән.

Өткән йили ноябир кардзә аптоном областидики бир тибәт раһибәму өзини көйдүргән. Уму “тибәтләргә әркинлик”, “далай ламаниң тибәткә қайтишиға йол берилсун” дәп шоар товлиған. Униң кейин көйүк ярисида өлүп кәткәнлики илгири сүрүлгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.