Йеңи бир нөвәтлик тибәт сәргәрдан һөкүмити тәшкилләнди

Мухбиримиз әзиз
2016.05.31

“вакаләтсиз дөләтләр вә хәлқләр тәшкилати” ниң тор бетидики учурлардин мәлум болушичә, һиндистанниң дарамсала шәһиридики тибәт сәргәрдан һөкүмити 27-май күни тибәтләрниң мәниви даһийси далай ламаниң риясәтчиликидә вәзипигә тәйинләш мурасими өткүзди. Мурасимда лобсаң сангай қәсәм берип йәнә бир қетим тибәт сәргәрдан һөкүмитиниң баш министири болди.

Мурасимда лобсаң сөз қилип өзиниң бәш йиллиқ вәзипә өтәш муддити мәзгилидә пүтүн зеһнини тибәтниң йүксәк аптономийиси үчүн сәрп қилидиғанлиқини җакарлиди, шуниң билән биргә, әгәр бу мәзгилдә көзләнгән нишанға йетәлмисә кейинки әллик йиллиқ пилан үчүн истратегийә түзүп чиқидиғанлиқини билдүрди. У бу һәқтә тохтилип, “мән иттипақлиқ мәвқәсидә чиң турған һалда тибәт районида ялқунҗаватқан вәтәнпәрвәрлик һәрикәтлири үчүн өзүмниң чәксиз миннәтдарлиқимни билдүримән” дегән.

Хитай һөкүмәт таратқулири бирнәччә ай бурунла баянат елан қилип мәзкур сәргәрдан һөкүмәтни етирап қилмайдиғанлиқини билдүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.