Хитай һөкүмити әмәлдари тибәттә диний контролни йәниму күчәйтишни тәкитлигән
2016.12.29
Хитай һөкүмитиниң тибәт буддистлириға қиливатқан бесими хәлқарада қаттиқ тәнқидкә учраватқан бир шараитта, тибәт аптоном район даирилири динға қаратқан контролни йәниму күчәйтишни тәкитлигән.
Ройтерс агентлиқиниң хәвиридин қариғанда, тибәт аптоном райониниң партком секретари ву йиңҗе пәйшәнбә күни қилған бир сөзидә “компартийиниң тибәттики динға қаратқан контролини күчәйтишкә болидуки, аҗизлаштурушқа болмайду” дегән.
У сөзидә йәнә, тибәтләрниң роһаний даһийси далай ламани “яман ғәрәзликләр” дәп әйибләп “тибәттики динға ишәнгүчиләр чоқум далай ламадин чәк-чеграни ениқ айрип, иттипақлиқ вә муқимлиқниң бөлгүнчилик вә қалаймиқанчилиқтин әлалиқини тонуп йетиши керәк” дегән.
Техи мушу айниң бешида сичүән өлкисиниң аба тибәт аптоном областлиқ оттура соти 10 нәпәр тибәт раһибини охшимиған сиясий җинайәтләр билән әйибләп, 5 йилдин 14 йилғичә қамақ җазалириға һөкүм қилған. Иди. Радийомиз игилигән учурлар вә тибәт тәшкилатлириниң баянатлирида бу раһибларниң далай ламаниң 80 яшқа киргән туғулған күнини хатирилигәнлики үчүн тутқун қилинғанлиқи оттуриға чиққан иди.









