Америка әдлийә министирлиқи тик-токниң үстидин әрз сунған

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.08.02

Америка әдлийә министирлиқи билән америка федератсийә сода комитети 8-айниң 2-күни тик-ток вә униң баш ширкити байт дәнс (ByteDance) ни тик-ток суписида балиларниң мәхпийәтликини қоғдимиғанлиқи җинайити билән әйибләп әрз сунған.

Һиндистанниң “мәтбуат” (The Print) тори елан қилған бу хәвәргә қариғанда, тик-ток американиң “ата-аниларниң рухситини алмай туруп 13 яштин төвән балиларниң шәхсий учурлирини топлаш, ишлитиш яки уларни ашкарилаш чәклиниду” дегән қануниға хилаплиқ қилған.

Америка әдлийә министирлиқиниң билдүрүшичә, тик-ток балиларниң тик-токта өз алдиға һесаб ечишиға, андин уларниң тик-токта чоңлар көридиған қисқа видийоларни халиғанчә көрүшигә йол қойған. Тик-ток йәнә балиларниң ата-анилириниң рухситини алмай туруп, уларниң шәхсий учурлирини топлиған.

Хәвәрдә ейтилишичә, 31-июл күни америка кеңәш палатаси бир қанун лайиһәси мақуллиған болуп, униңда балилар вә 17 яштин төвән өсмүрләрни шәһваний еланларни көрүштин чәкләш, ата-анилар вә балилар шундақ нәрсиләрни көрүп қалса тордики учурлирини өчүрүветиш тоғрулуқ маддилар бар икән.

Нөвәттә америкада 170 милйон абонти болған тик-ток америкиниң йеңи чиқарған қануни бойичә қийин таллашқа дуч кәлгән болуп, бу қанун бойичә тик-ток 2025-йил 1-айниң 19-күнидин бурун байт дәнстин айрилип америка ширкәтлиригә тәвә болуши яки пүтүнләй чәклиниши керәк икән.

Тик-токниң уйғур ирқий қирғинчилиқиға ярдәм бериштә рол ойнап келиватқанлиқи, хитайниң бу җинайитигә мунасивәтлик видийоларни чәклигәнлики һәм чәт әлдики уйғурларниң учурлирини топлашта хизмәт көрситиватқанлиқи мәлум. Уйғур тор мутәхәссислиридин доктор абдурешит әпәнди радийомизға қилған сөзидә, хитай һөкүмитиниң довйин яки тик-ток ишләткүчиләрниң учурлирини сүзүп алидиғанлиқини вә уни хитай һөкүмитиниң ишлитиши үчүн тәминләйдиғанлиқини билдүргәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.