Том сузи тайландни 48 уйғурни хитайға қайтурмаслиққа чақирди

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2025.01.16

Америка авам палата әзаси том сузи (Tom Suozzi) 15-январ күни X һесабида баянат елан қилип, тайландни 48 уйғурни хитайға мәҗбурий қайтурмаслиққа чақирған. У “хәлқара дәрһал диққәт қилишқа тегишлик җиддий мәсилә” намида елан қилған баянатида мундақ дегән:

“хитай компартийәси һазир тайландни шу җайда тутуп турулуватқан 48 уйғур мусапирни хитайға қайтурушқа мәҗбурлаватиду. Әгәр тайланд һөкүмити уларни хитайға қайтуруп бәрсә, у бигунаһ кишиләр еғир қийин-қистаққа, миллий қирғинчилиққа яки мәҗбурий әмгәк лагерлирида өлүшкә дуч келиду. Биз тайландниң өзлири имзалиған ‛тән җазасиға қарши туруш әһдинамиси‚ да бәлгиләнгән мәҗбурийитини ада қилишини үмид қилимиз. Мәзкур әһдинамидә кишиләрни улар қийин-қистаққа дуч келидиған дөләтләргә қайтуруш чәкләнгән. Мән тайланд һөкүмитини мусапирларни бундақ виҗдансизларчә қоғлап чиқиридиған қилмишини дәрһал тохтитишқа һәмдә бу мусапирларни бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар алий комиссарлиқиға тапшуруп беришкә чақиримән”.

Тайландта тутуп турулуватқан 48 уйғур йеқинда өзлириниң хитайға мәҗбурий қайтурулуш хәвпниң бәк еғирлиқини билдүрүп, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә демократик дөләтләргә өзлирини бу паҗиәдин қутулдурушни мураҗиәт қилғаниди. Америка вә б д т буниңға тез җаваб қайтуруп, тайланд һөкүмитини уларни хитайға мәҗбурий қайтурмаслиққа чақирғаниди.

Америка ташқи ишлар министири намзати, кеңәш палата әзаси марко рубийо (Marco Rubio) 15-январ өткүзүлгән вәзипигә тәйинләш гуваһлиқ йиғинида, тайланд түрмисидә тутуп турулуватқан уйғурлар һәққидики позитсийәсини билдүрүп: “биз тайланд һөкүмитигә бу уйғурларни хитайға қайтурувәтмәслик һәққидә давамлиқ бесим ишлитимиз” дегән. Америка дөләт мәҗлиси әзаси вә һөкүмити қармиқидики “хитай ишлири иҗраийә комитети” ниң рәиси кристофер симит (Chris Smith) му 13-январ тайландни 48 уйғурни хитайға мәҗбурий қайтурмаслиққа чақирип баянат елан қилғаниди.  

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.