Уйғур районида хитайниң тор бихәтәрликигә хилап 14 түрлүк “қанунсиз қилмиш” елан қилинған
2021.05.14
Хитай таратқулириниң мәлуматлириға қариғанда, йеқинда уйғур аптоном районлуқ тор ишханиси вә җ х назарити бирлишип, 14 түрлүк “қанунсиз қилмиш” вәқәлирини елан қилған.
Хәвәрдә көрситилишичә, бу қилмишлар җ х орунлириға мәлум қилинған яки тор сақчилири тәрипидин тәкшүрүп тепилған қилмишлар болуп, униң ичидә “миллий өчмәнликкә қутратқучилар, милләтләр иттипақлиқини бузғучилар”, “әсәбийликни тәрғип қилғучилар”, “өсәк гәпләрни пәйда қилғучилар”, торда қимар ойниғучилар вә алдамчилиқ қилғучилар, шәһваний учурларни тартқатқучилар асасий салмақни игиләйдикән.
Униңдин башқа, “сәбий йүрәк”, “ақса шаһзадә”, “нур” қатарлиқ 43 кю кю һесаби, “шаш кино” қатарлиқ 40 кино-елан һесаби, “җаним8”, “мәһлия Tv” қатарлиқ 11 вичат (үндидар) һесаби “қанунсиз учур тарқатти” дәп тақалған.
Көзәткүчиләрниң қаришичә, хитай даирилири уйғур районидики учурларни қаттиқ қамал қилғандин башқа, бу райондики чәклик тор муһитида тарқилип йүргән учур-алақә мәзмунлириниму назарәт қиливатқан болуп, асасий еқимға мухалип һәр қандақ пикирниң тарқилишини чәкләш биләнла қалмай, “әсәбийлик, бузғунчилиқ, өсәк гәпләр” ниң өлчимини халиғанчә бекитип, адәм тутушқа баһанә издәватқан болушиму мумкин икән.









