Кростофер рәй: “хитай хаккерлири американиң һалқилиқ ул әслиһәлиригә ‛бузғунчилиқ‚ қилишқа тәйярлиқ қилмақта”

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2024.01.31

Америка федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI)ниң башлиқи кристофир рәй (Christopher Wray) хитай хаккерлириниң американиң һалқилиқ ул әслиһәлиригә “бузғунчилиқ” қилишқа тәйярлиқ қиливатқанлиқни илгири сүргән.

CNN Ниң 2024-йили 1-айниң 31-күнидики хәвиригә асасланғанда, кристофир рәй бүгүн америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитетида қилған сөзидә мундақ дегән: “хитай хаккерлири америкаға ‛бузғунчилиқ қилиш‚ вә ‛дуняға зиян йәткүзүш‚ билән мәшғул болмақта. Хитай хаккерлири йәнә америка ул әслиһәлиригә бузғунчилиқ қилиш вә америка пуқралириға зиян йәткүзүш үчүн тәйярлиқ қилмақта.”

CNN Ниң хәвәр қилишичә, өткән йили ноябирда өткүзүлгән байден-ши учришишида, хитай пирезиденти ши җинпиң америка пирезиденти җов байденға хитайниң 2024-йилдики америка сайлимиға арилашмайдиғанлиқи тоғрилиқ капаләт бәргән. Мәлум болушичә, хитай ташқи ишлар министири бу капаләтни өткән һәптиниң ахирида байденниң дөләт хәвпсизлик мәслиһәтчисигә қайта-қайта тәкитлигән. Америка әмәлдарлири нөвәттә ши җинпиңниң бу сөзигә әмәл қилған-қилмиғанлиқини йеқиндин көзәтмәктикән.

Бу һәқтә FBI ниң башлиқи кристофир рәй мундақ дегән: “хитай бу бир нәччә йилда нурғун ишларға вәдә бәрди, әмма мән буларниң әмәлиләшкәнликини көрсәм, андин ишинимән.”

Хәвәрдә дейилишичә, әгәр хитай тәйвәнгә таҗавуз қилған әһвал астида, американиң буниңға тосқунлуқ қилишиниң алдини елиш үчүн хаккерлиқ һуҗуми қозғап, порт вә қатнаш тори қатарлиқ сәзгүр һалқилиқ ул әслиһәләргә техиму ичкириләп кириши мумкин икән.

Кристофир рәй сөзниң ахирида, хитайниң юқири техникилиқ сүний әқил васитилирини қоллинип қара қулини америкаға қәдәр узатқанлиқи, америкалиқларниң негизлик әркинликигә һуҗум қилғанлиқи вә америкалиқларға тәһдит пәйда қилғанлиқини алаһидә тилға алған, шундақла хитайни қаттиқ агаһландурған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.