Президент трамп вә президент путин: “елба дәрясидики учришиш ихтилапларни қайрип қоюшниң тимсали”
2020.04.27
Америка президенти доналд трамп билән русийә президенти владимир путин 25-апрел бирләшмә баянат елан қилип, 1945-йили америка-совет армийәлириниң германийәниң елба дәряси бойида учрашқанлиқиниң 75 йиллиқини хатирилиди.
Бирләшмә баянатта “бу вәқә натсистлар һакимийитиниң үзүл-кесил мәғлубийитини намаян қилғанлиқи” тәкитләнгән. Бу президент трамп вәзипигә олтурғандин буян униң русийә билән тунҗи қетим бу хил бирләшмә баянат елан қилишидур.
Мәзкур баянат хитайда партлиған корона вируси дуняви юқумға айлинип, хитайниң бу юқумдики җавабкарлиқини сүрүштүрүш тәләп қилиниватқан мәзгилдә елан қилинди. Баянатта мундақ дейилгән: “елба роһи дөләтлиримизниң ихтилапларни бир чәткә қайрип қоюп, өз ара ишәнч турғузуш вә чоң ишларда һәмкарлишишниң бир тимсали. Биз бүгүн 21-әсирдики әң чоң хирисларға тақабил турушқа тиришиватқанда фашизимни мәғлуп қилиш үчүн бирликтә күрәш қилғанларниң батурлуқи вә җасаритигә һөрмәт билдүримиз. Уларниң қәһриманлиқ җасарити мәңгү унтулмайду.”
Амәрика-русийә мунасивәтлири йеқинқи йилларда русийәниң қиримни өзигә қошувелиши, украинаниң шәрқидики рус бөлгүнчи күчлирини қоллиши, америка сайлимиға арилишиши қатарлиқ сәвәбләр түпәйли соғуқ уруши ахирлашқан йеқинқи 30 йилдин буянқи әң төвән нуқтиға чүшүп қалған болсиму, лекин корона вируси юқуми сәвәблик икки тәрәп мунасивити йеқинқи бир қанчә һәптә ичидә қайта исишқа башлиған иди.