Хитай, доналд трампниң ғәлибисидин кейинки инкасида “америка билән һәмкарлишиш” арзусини тилға алған

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.11.06

Хитай ташқи ишлар министирлиқи сабиқ пирезидент доналд трампниң йеңидин пирезидент болуп сайланғанлиқиға инкас қайтуруп “хитай, америка билән өзара һөрмәт асасида һәмкарлишиду” дегән.

Ройтерс агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хитай ташқи ишлар баянатчиси мавниң 6-ноябир күнидики ахбарат елан қилиш йиғинидики сөзидә мундақ дегән:

“биз хитай-америка мунасивитини өзара һөрмәт қилиш, тинчлиқ ичидә биллә мәвҗут болуш вә тәң пайда елиштәк һәмкарлиқ пиринсипи дәп қараймиз вә шу бойичә иш көримиз.”

Мавниң йәнә, мухбирларниң сабиқ пирезидентниң вәзипигә қайтип келиши икки дөләт мунасивитигә қандақ тәсир көрситидиғанлиқини сориғанда “бизниң америкаға қаратқан сияситимиз бирдәк” дәп көрсәткән.

Америка җумһурийәтчиләр партийәси намзати вә сабиқ пирезидент доналд трампниң сайламдики ғәлибиси җәзмләшкәндин кейин, тәйвән пирезиденти лай чиңде иҗтимаий алақә тори арқилиқ трампни тәбриклигән. У, америка-тәйвән мунасивитиниң давамлиқ һалда “район муқимлиқиниң ул теши” болидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүргән.

Әнглийә баш министири кейир стармер болса “әнглийә американиң әң йеқин иттипақдиши болуш сүпити билән әркинлик, демократийә вә содидики ортақ қиммәт қаришимизни қоғдаш үчүн мүрини мүригә тирәп күрәш қилиду” дегән.

Шималий атлантик әһди тәшкилати баш катипи марк рутте болса “доналд трампниң рәһбәрликиниң иттипақни мустәһкәмләштә ачқучлуқ рол ойнайдиғанлиқини” тәкитлигән вә униң “шималий атлантик әһди тәшкилати билән һәмкарлишип тинчлиқни илгири сүрүшни үмид қилидиғанлиқини” билдүргән.

Явропа иттипақи комиссийони рәиси урсула вондәрлейинму сөзидә “америка вә явропаниң кона шерикләрдин икәнликини тәкитләп “атлантик окяндин һалқиған күн тәртиптә һәмкарлишиш” арзусини тилға алған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.