Уйғурлар америкада өткүзүлгән “түрк фестивали” ға қатнишип, уйғур ирқий қирғинчилиқиға диққәт тартқан
2023.10.16
15-Өктәбир йәкшәнбә күни америка пайтәхти вашингтонда йилда бир қетим өткүзүлидиған “түрк фестивали” намлиқ мәдәнийәт көрики өткүзүлди. Вашингтон алаһидә райониниң ақсарай җайлашқан пенсилванийә кочисида болуп өткән мәзкур мәдәнийәт көрикигә америка уйғур бирләшмисиму қатнашқан болуп, улар көрәктә уйғурларниң өзигә хас мәдәнийитини тонуштуруш билән биргә, нөвәттә давамлишиватқан уйғур ирқий қирғинчилиқиға диққәт тартти.
15-Өктәбир әтигән 11дин чүштин кейин 6 ғичә давамлашқан бу фестивалға нәччә миңлиған тамашибин вә зиярәтчи иштирак қилған. Мәзкур паалийәтни қоллиғучи орунлар қатаридин орун алған америка уйғур бирләшмиси, мәзкур фесвтивалда мәхсус җай қуруп, уйғурларниң кийим-кечәк, чалғу әсваблири вә уйғурчә китабларни көргәзмә қилған, улар йәнә зиярәтчиләргә “ирқий қирғинчилиқ тохтитилсун” дегән шоар йезилған майкаларни сатқан.
Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әлфидар елтәбир ханимниң тонуштурушичә, улар зиярәтчиләргә йәнә нөвәттә уйғур мәдәнийитиниң хитай һөкүмити тәрипидин мислисиз йоқитишқа учраватқанлиқи, уйғурларниң һәр хил йоллар билән өз мәдәнийитини қоғдап қелиш үчүн күрәш қиливатқанлиқини тонуштуруп чиққан. Улар йәнә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқиниң һазирму давамлишиватқанлиқини чүшәндүргән, шундақла зиярәтчиләрни бу қирғинчилиқни тохтитиш үчүн қолидин келидиған ярдәмләрни айимаслиққа чақирған.
Фестивал җәрянида түркийәниң вашингтонда турушлуқ баш әлчиси мурат өзҗан әпәнди алайитән уйғур суписиға келип, уйғурлардин һал сориған. Мәлум болушичә, фестивал җәрянида йәнә вашингтондики “долан ресторани” уйғур тамақлирини базарға селип, уйғур таам мәдәнийитиниму намаян қилған.
Бу америка уйғур җәмийитиниң тунҗи қетим “түрк фестивали” ға қатнишиши болуп һесаблиниду. Түрк мәдәнийити вә тарихини америкаға тонуштурушни мәқсәт қилған бу фестивал һәр йили 10-айда вашингтондики “америка түрк җәмийити” ниң орунлаштурушида өткүзүлүп кәлмәктә.