Түркийәниң һөрийәт гезитидә рабийә ханимниң түрк сақчилириға миннәтдарлиқ хети хәвәр қилинди
2017.01.20
Бүгүн түркийәниң алдинқи қатардики чоң гезитлиридин бир болған “һөрийәт” гезитидә дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимниң түрк сақчилириға қаритип язған миннәтдарлиқ хети хәвәр қилинди. Мәзкур хәттә, түрк сақчилириниң рейна террорчисини тирик қолға чүшүргәнликигә апирин оқулған. Хәвәрдә мәзкур хәттин нәқилләр берилгән болуп, түрк сақчилири билән хитай сақчилири селиштурулған. Селиштурмида хитай сақчилириниң уйғур районидики аталмиш террорлуққа қарши һәрикитидә қолида аптоматик қорали болмиған гумандарларни нәқ мәйданда етиветип барғанлиқини әслитип өткән рабийә ханим, түрк сақчилириниң йенида қорали болуш вә өзини һәр вақит партлитивелиш еһтимали болған бир террорчини, бир пай оқ чиқармай тирик тутқанлиқини “бу ялғуз, маһарәт вә тәҗирибә мәсилси әмәс, әйни вақитта қануний вә инсаний әхлақ мәсилиси” дәп мәдһийәлигән. Һүрийәт гезитиниң хәвиридики нәқилләрдин биридә йәнә, рабийә ханим уйғурларниң түркийәдин худди бурунқидәк, буниңдин кейинму сиясий, иҗтимаий вә мәдәнийәт саһәлиридә ярдәм күтидиғанлиқи, әмма уйғурлар үчүн буниңдинму муһими түрк дөлитиниң өрә туруши вә түрк хәлқиниң аманлиқи икәнлики баян қилған.
Бу рабийә ханимниң рейна террорлуқ вәқәси йүз бәргәндин кейин, түрк хәлқиғә хитабән язған иккинчи қетимлиқ баянатидур, рабийә ханим алдинқи қетимлиқида террорчиниң уйғур болуш еһтималлиқи һәққидики хәвәрләргә җавабән, әгәр террорчиниң кимликидә уйғур дәп йезилған болсиму, уни уйғур дейишкә болмайдиғанлиқини, чүнки уйғурларниң хитай ишғалийәтчилирини дүшмән дәп қарайдиғанлиқини әскәрткән.