Түркийә қазақистанни мәзкур дөләттики “гүләнчиләр” ниң мәктәплири һәққидә агаһландурған
2016.07.30
Түркийәниң қазақистандики баш әлчиси қазақистанни мәзкур дөләттә ечилған“гүләнчиләр” ниң мәктәплири һәққидә агаһландурған. Униң бу агаһландуруши түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавуш оғлу қирғизистанни гүләнчиләрниң һәрбий өзгириш қозғаш хәвпи һәққидә агаһландуруп бир күн өткәндә елан қилинди.
Фирансийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, җүмә күни түрк баш әлчиси нәвзат уяник қазақистанда ечилған қазақ - түрк мәктәплириниң фәтқулла гүләнниң идеологийисигә садиқ вәхпиләр тәрипидин башқурулидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини, әнқәрәниң уларниң идийәсини қоллимайдиғанлиқини ейтқан.
У, қазақистан пайтәхти астанада чақирилған мухбирларни күтүвелиш йиғинида соз қилип: “бу мәктәпләрниң түркийәниң рәсмий дөләт органлири билән һечқандақ алақиси йоқ” дегән вә 15 - июл түркийәдә йүз бәргән һәрбий өзгиришкә урунуш һәрикитиниң башқа дөләтләргә берилгән бир агаһландуруш сигнали икәнликини билдүргән.
У йәнә мунасивәтлик органларниң буниңға қариши зөрүр тәдбирләрни алидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини ейтқан.
Пәйшәнбә күни мәвлут чавуш оғлу CNN түрк телевизийәсигә“әгәр қирғизистанда һәрбий өзгириш болса, уни фәтһуллаһ террорлуқ тәшкилати елип баридиған” лиқини билдүргән. Әмма бу, қирғиз ташқи ишлар министириниң рәт қилишиға учриған иди.
Түркийә даирилири нөвәттә америкида туруватқан диний өлима фәтқулла гүләнни 15 - июл мәғлубийәт билән ахирлашқан һәрбий өзгиришкә чатқан вә америка даирилиридин уни өткүзүп беришни тәләп қилған. Америка түркийәдин дәлил - испат тәләп қилип уларниң тәләплирини рәт қилған иди.
Бу қетимқи һәрбий өзгиришкә урунуш һәрикитидә аз дегәндә 270 адәм һаятидин айрилған. Түркийә һөкүмити шундин кейин 3 айлиқ җиддий һаләт елан қилип, нәччә онмиң сақчи вә һәрбийләрни тутқун қилғанниң үстигә, оқутқучи, һөкүмәт хадимлири болуп 60 миң адәмни хизмитидин тохтатқан.