Дипломат: “түркийә һөкүмити уйғурлар мәсилисидики сүкүтини немишқа аяғлаштурди?”
Түркийә ташқи ишлар министирлиқи 9-феврал күни хитай һөкүмитидин уйғур елидә йолға қойған җаза лагерини тақашни тәләп қилип қаттиқ баянат елан қилғандин кейин түркийә һөкүмитиниң бу күтүлмигән һәрикити дуня мәтбуатлириниңму зор диққитини қозғиди.
-
Мухбиримиз ирадә
2019-02-12 -
-
-
Түркийә ташқи ишлар министирлиқи 9-феврал күни хитай һөкүмитидин уйғур елидә йолға қойған җаза лагерини тақашни тәләп қилип қаттиқ баянат елан қилғандин кейин түркийә һөкүмитиниң бу күтүлмигән һәрикити дуня мәтбуатлириниңму зор диққитини қозғиди.
Узундин буян хитай билән иқтисадий мунасивәтлири сәвәблик уйғур елидә йүргүзүлүватқан сиясәтләргә нисбәтән америка вә башқа ғәрб әллири һөкүмәтлириниң әксичә пәрвасиз муамилә қилип кәлгән адаләт вә тәрәққият партийәси (ақ партийә) һөкүмитиниң немә үчүн бүгүнгә кәлгәндә сада чиқарғанлиқи болса муһим муназирә темилириниң бири болди.
Бу һәқтә “дипломат” журнилида аптор шәннон тизи тәрипидин елан қилинған мулаһизидә көрситилишичә, “түркийә һөкүмити үчүн хитай билән болған иқтисадий мунасивәтлирини күчәйтиш вә хитайниң ‛бир бәлвағ бир йол қурулуши‚ қармиқидики мәбләғлири интайин муһим болғанлиқтин 2009-йилидики үрүмчи вәқәсигә қаттиқ инкас билдүргән түркийә һөкүмити лагерлар мәсилисидә җим турушни таллиған болсиму, бирақ түркийәдики җамаәтниң наразилиқиниң күчийиши ақ партийә һөкүмитини ахири бу һәқтә бир ипадә билдүрүшкә қистиған”.
Мақалидә баян қилинишичә, түркийәдики көзәткүчиләр түркийәдики “бүйүк бирлик партийәси” вә “ийи партийәси” қатарлиқ муһим өктичи партийәләрниң уйғур мәсилисидә һакимийәттики ақ партийәгә пәйда қилған зор риқабитиниң роли болди, дәп қарайдикән. Җүмлидин адаләт вә тәрәққият партийәси әгәр бу мәсилидә давамлиқ сүкүт қилған тәқдирдә буниң ички сиясәттә, йәни сайламда хәлқниң қоллишини йоқитишқа сәвәб болидиғанлиқини мөлчәрлигән. Нәтиҗидә, түркийәдиму кәң тонулған хәлқ нахшичиси абдуреһим һейитниң өлүм хәвири бу сүкүтниң партлаш нуқтиси болған.
Мақалә аптори шаннон тизиниң көрситишичә, “әмдики муһим соал болса түркийәниң бундин кейин қандақ қилидиғанлиқи икән. Бу, “түркийә һөкүмити хитайни йәнә хапа қилиштин әнсирәп, болди қиламду яки хәлқарани һәрикәткә кәлтүрүш үчүн тиришчанлиқ көрситәмду?” дегәндин ибарәт икән.
Аптор мақалисидә, түркийә президенти әрдоғанниң түрк-ислам дунясида муһим тәсиргә игә бир шәхсликини нәзәрдә тутқанда униң бундин кейин басидиған қәдиминиң диққәт қилинишқа әрзийдиғанлиқини тәкитлигән.